Америка интил ширкитиниң директори уйғур мәҗбурий әмгикини тәнқид қилиштин өзини қачурған
2024.09.16
Америка кеңәш палатаси тармақ комитетиниң өткән һәптә өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида, америка интил ширкитиниң сода ишлириға мәсул баш әмәлдари җеф ретинер уйғур мәҗбурий әмгикини тәнқид қилиштин өзини қачурған.
Бу интил ширкитиниң 2021-йили хитайдики тәминлигүчи ширкәтлиригә хәт йезип, бу ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин хали турушни тәләп қилишидин, арқидинла бу хәт сәвәблик хитайдин кәчүрүм соришидин бери, тунҗи қетим уйғурлар һәққидики соалға дуч келишидур. Мәлум болушичә, җеф ретинер гуваһлиқ йиғинида өзиниң пикир билдүрүши үчүн уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә мутәхәссис әмәсликини ейтқан. Җеф ретинер бу сөзләрни америка кеңәш палатаси ана вәтән хәвпсизлики вә һөкүмәт ишлири тармақ комитетиниң гуваһлиқ йиғинида, палата әзаси җош ховлейниң уйғурлар һәқтики соалиға җаваб бәргәндә тәкитлигән.
Йиғинда кеңәш палата әзаси җош ховлей “сизниң шинҗаңдики мал тәминлигүчилириңизниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған мунасивити қандақ” дәп сориғаниди.
“ню-йорк вақти” гезитиниң әйни вақитта хәвәр қилишичә, интил ширкити 2021-йили 11-айда хитайдики мал тәминлигүчи ширкәтлиригә хәт йезип, уйғур мәҗбурий әмгикидин хали турушни тәләп қилишиниң арқисидин иҗтимаий алақә супилирида баянат елан қилип, бу тәләпниң пәқәт америка қанунлириғила қаритилғанлиқини билдүргәниди. Йиғинда җош ховлей, җеф ретинердин “бүгүн сиз хитайниң уйғурларни експлататсийә қиливатқанлиқиға пикир билдүрүшни халимайсиз, шундақму?” дегән соални сориғанда, ретинер: “мән бу соалниң җавабини мутәхәссисләргә қалдуруп қоймақчи” дегән. Җеф ретинерниң көрситишичә, у уйғурларни билсиму, әмма хитай даирилириниң уйғурларға қиливатқанлирини хата дейиши үчүн “мутәхәссис әмәс” икән. Җош ховлей болса җеф ретинерниң сөзигә ишинәлмәй қалғанлиқини билдүрүп: “кишини һәйран қалдурғини, сизниң ширкитиңизму буниңға охшаш қилғаниди” дәп көрсәткән.