Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеңиланған баяннамисигә сода, кишилик һоқуқ вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси киргүзүлгән
2025.02.20
Америка ташқи ишлар министирлиқи һөкүмәтниң нөвәттики хитай сияситигә вә әң башта көңүл бөлидиған мәсилилиригә қарита өзгәртиш киргүзгәнликини билдүргән болуп, униңда сода, кишилик һоқуқ вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси тилға елинған.
20-Феврал, “ройтерс агентлиқи” ниң бу һәқтә бәргән хәвиридә дейилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи 13-феврал хитайға қаратқан сиясити һәққидики баяннамисигә өзгәртиш киргүзгән. Униңда йеңи һөкүмәтниң хитай билән болған сода вә башқа муһим мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқи ипадиләнгән. Мәсилән униңда, хитай иқтисади “дуня бойичә әң еғир чәклимигә толған мәбләғ селиш муһитлиридин бири” дәп көрситилгән, хитай билән содидики тәңпуңсизлиқ алаһидә тәкитләнгән, америка ширкәтлириниң хитайдики тиҗаритиниң әндишә пәйда қилидиғанлиқи билдүрүлгән. Баяннамидә мундақ дейилгән: “хитай әзәлдин адил сода қилмайду. Хитай ширкәтлири мәҗбурий әмгәк вә дөләтниң зор миқдардики толуқлима ярдимидин бәһримән болғини үчүн, америка ширкәтлирини пайдисиз әһвалда қойиду, шундақла уларни кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа шерик қилиду”. Баяннамидә йәнә, хитай билән достанә һәмкарлиқ орнитиш, хитайниң мәдәнийәт вә муһит мәсилилиригә ярдәм бериш һәққидики гәпләр чиқириветилгән.
Буниңдин илгири, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай сиясити һәққидики баяннамисидә, “америка тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллимайду” дегән җүмлиниң чиқириветилгәнлики мәлум болғаниди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң билдүрүшичә, йеңиланған бу баяннамә трамп һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитиниң йол хәритисини, җүмлидин һөкүмәт әң башта көңүл бөлидиған мәсилиләрни көрситип беридикән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси униңға инкас билдүрүп: “бу, пакитни бурмилап, хитайниң ташқи сияситигә төһмәт қилғанлиқ, америка билән хитайниң аталмиш истратегийәлик риқабитини давраң қилғанлиқ” дегән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу йеңиланған баяннамиси пирезидент трамп фентанилниң америкаға киришини тосуш үчүн хитайға он пирсәнт қошулма таможна беҗи қойған, әгәр бу карға кәлмисә хитайға йәнә үстиләп таможна беҗи қоймақчи болған бир мәзгилгә тоғра кәлгән.