Америка деңиз армийәси дөләт мудапиәсини көздә тутуп, уруш парахотлирини аляскиға йеқин җайға әвәткән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.02

“хәвәр һәптилики” (News Week) ториниң хәвиридин қариғанда, русийә билән хитай шималий тинч окянда бирләшмә һәрбий чарлашни башлиғандин кейин, америка аляска вә униң әтрапидики чегра мудапиә хизмәтлирини күчәйткән.

Америка шималий қоманданлиқ иштабиниң баянатчиси “хәвәр һәптилики” гә қилған сөзидә американиң USS Kidd вә USS Sterett намлиқ уруш парахотлириниң деңиз-окян мудапиә вәзиписини қоллаш үчүн районға орунлаштурулғанлиқини билдүргән.

Шималий қоманданлиқ иштаби аляска әтрапидики һава вә деңизни өз ичигә алған америка дөләт мудапиәсигә мәсул қисим икән.

Хитай вә русийә уруш парахотлири йеқинда бирла вақитта бир йүрүп, маневирларни башлиған болуп, бу маневирлар япон деңизи вә тинч окянниң ғәрбий шималидики охотск деңизида өткүзүлгәниди.

Маневир ахирлашқандин кейин, хитай вә русийә уруш парахотлири бирликтә бәшинчи қетимлиқ бирләшмә деңиз чарлаш вәзиписини башлиған болуп, русийә дөләт мудапиә министирлиқи 1-өктәбир күнидики хәвиридә, хитайдин төт, русийәдин икки болуп, җәмий алтә уруш парахотиниң бусол боғузидин өтүп, ғәрбий шимал тинч окянға киргәнликини елан қилған.

Хитай билән русийәниң мунасивити русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушидин кейин қаттиқ күчәйгәниди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, хитай дөләт рәиси ши җинпиң 2-өктәбир күни русийә-хитай дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 75 йиллиқини тәбрикләп русийә пирезиденти путинға ейтқан сөзидә “өзиниң икки дөләт мунасивитидики һәр тәрәплимә һәмкарлиқни үзлүксиз кеңәйтишкә тәйяр икәнликини” билдүргән.

Хитай һөкүмәт таратқулири бу һәқтики хәвиридә, ши җинпиңниң путинға “мәңгүлүк яхши қошна, әтраплиқ истратегийәлик маслишиш вә өзара мәнпәәт йәткүзүш һәмкарлиқи дегәнләрни тилға алғанлиқини” билдүргән. Ши җинпиң йәнә “икки тәрәпниң өзара сиясий ишәнчиси давамлиқ чоңқурлашти, әмәлий һәмкарлишип көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди” дегән.

Һәтта русийә-хитай деңиз күчлири шималий муз окян райониға кирип бирликтә чарлаш елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.