Америкидики уйғурлар йеңи йилни күтүвалди
2016.01.01
31 - Декабир кечиси дуня хәлқи һәрхил паалийәтләрни өткүзүп, 2016 - йилни күтүвалди. Америка пайтәхти вашингтон әтрапидики районларда олтурушлуқ уйғурлар болса шималий виргинийәдики бир кәспий билим юртида паалийәт өткүзүп, йеңи йилни қарши алди.
Йеңи йил паалийитини америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим йеңи йил йиғилишида нутуқ сөзләп, уйғурларға йеңи йиллиқ утуқ тилиди. У, 2015 - йилниң уйғурлар үчүн “зулум күчәйгән, әмма зулумға баш әгмигән бил йил” болғанлиқини тәкитләп, 2016 - йилниң уйғурлар “тинчлиқ, саламәтлик вә хатирҗәмликкә еришкән, зулумға хатимә берилгән бир йил” болуп қелишини үмид қилди.
У йәнә, уйғурларни иттипақлиққа чақирип, “муһаҗирәттики уйғурларни вәтән ичидики қийинчилиқ тартиватқан, түрмиләрдә езиливатқан уйғур виҗдан мәһбуслирини, уларниң аилә - тавабиатлирини унтуп қалмаслиқ” қа чақирди.
Бу қетимқи йеңи йил террорлуқ гуруһ - дашниң террорлуқ тәһдити күчәйгән мәзгилгә тоғра кәлгән болсиму, әмма ню - йорк, мюнхен, лондон, дубәй, москва, сидней, рео де жаниро қатарлиқ шәһәрләрниң йеңи йилни күтүвелиши нормал өткүзүлди.
Пәқәт фирансийә пайтәхти париж вә белгийә пайтәхти бирюссел йошурун террорлуқ тәһдитини көздә тутуп, йеңи йиллиқ салйот етишни бикар қилған.