Америка ташқи ишлар министирлиқи уйғур райониға баридиған америка пуқралирини агаһландурди
Америка ташқи ишлар министирлиқи 29-март күни радийомизға мәхсус язма баянат берип, уйғур райониға баридиған америка пуқралирини мәзкур райондики пәвқуладдә бихәтәрлик тәдбирлиридин һәзәр әйләшкә агаһландурған.
-
Мухбиримиз әркин
2019-04-01 -
-
-
Америка ташқи ишлар министирлиқи 29-март күни радийомизға мәхсус язма баянат берип, уйғур райониға баридиған америка пуқралирини мәзкур райондики пәвқуладдә бихәтәрлик тәдбирлиридин һәзәр әйләшкә агаһландурған.
Баянатта тәкитлинишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи америка гираждани болған һәрқандақ кишини хитайға бармақчи болса америка паспортиға қанунлуқ хитай визиси қойдуруп, хитайға киришкә чақиридикән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәзкур баянати мухбиримизниң америкида туғулған бир уйғур балиниң аниси билән 2017-йили 3-айда хитайға қайтип, ғулҗада тосулуп қалғанлиқиға даир соалимизға қарита бәргән җавабида тәкитләнгән.
Баянатта мундақ дейилгән: “америка хитайниң шинҗаңдики уйғур, қазақ вә башқа мусулман аз санлиқ гуруппиларға қарита елип бериватқан қаттиқ бастуруш һәрикитидин, җүмлидин уларни кәң көләмлик йиғивелиш лагерлириға қамаш, юқири техникилиқ тәқибләш, хитай кадирлирини уйғур аилиләргә орунлаштуруш, мәдәнийәт вә диний кимликини ипадиләшни контрол қилиш, чәтәлдикиләрни мәҗбурий хитайға қайтуруп кетиш қилмишлиридин чоңқур әндишә қилиду”.
Баянатта йәнә, американиң чәтәлдики америка гиражданлириға еһтияҗлиқ консуллуқ ярдими беришкә тәйяр икәнлики, лекин хитайниң қош гиражданлиқини етирап қилмайдиғанлиқини әскәртип, “бу дегәнлик хитай бәзи һадисиләрдә америка әлчиханисиниң консуллуқ мулазимити билән тәминлишини тосуши, шуниңдәк америка-хитай қош гиражданлириға вә хитайға бағлинишлиқ америка гиражданлириға техиму шундақ муамилә қилиши вә паракәндичилик селиши мумкин. Шуңа, америка гиражданлириниң хитайға америка паспорти билән инавәтлик хитай визиси қойдуруп киришини тәвсийә қилимиз” дейилгән.
Баянатта әскәртилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи һәрқандақ бир америка гиражданиниң уйғур районидики лагерларда тутуп турулуватқанлиқини дәлиллийәлмигән. Буни алди билән америка симлиқ хәвәрләр тори CNN ташқи ишлар министирлиқидики учур мәнбәлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, америка гираждани яки йешил картилиқ “бир қанчә” кишиниң уйғур районидики лагерларда тутуп турулуватқан болуши мумкинликини илгири сүргән иди.