Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайни уйғур ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтни тохтитишқа чақирди
2025.03.19
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк башқармиси 18-март чақириқ елан қилип, 2019-йили хитай даирилири тәрипидин 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған дохтур гүлшән аббасниң қоюп берилишини тәләп қилиш билән бир вақитта, уйғурларға қарита давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни тохтитишқа чақирған.
Бу пирезидент трамп һөкүмити бу йил 1-айда вәзиписигә олтурғандин бери, америка ташқи ишлар министирлиқиниң йәнә бир қетим уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң давамлишиватқанлиқини қайта тәкитлишидур. Буниң алдида, йәни өткән һәптә, америка ташқи ишлар ташқи ишлар министири марко рубийо, уйғурларни хитайға қайтурушта җавабкарлиқи болған тайланд даирилиригә вә башқа чәт әл һөкүмәт әмәлдарлириға виза ембаргоси қойғанлиқини елан қилғандиму, уйғур вә башқа мусулман гуруппиларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ һәм инсанийәткә қарши җинайәтниң давамлишиватқанлиқини билдүргән иди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк башқармисиниң X та елан қилинған чақириқида мундақ дейилгән: “уйғур дохтур гүлшән аббас 2019-йили мәхпий сотта 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинди, у бүгүнгичә тутуп турулмақта. Хитай компартийәси гүлшән аббасни асассиз әйибләшләр билән тутқун қилған, бу униң америка пуқраси болған аилисини җимиқтуруш йолидики чегра һалқиған бастуруш һәрикитидур”.
Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “хитай компартийәси уйғурларға қарши давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни, шуниңдәк зорлуқ вә қорқутуш арқилиқ, америкалиқларни җимиқтуруш урунушлирини тохтитиши шәрт”.
Мәлум болушичә, гүлшән аббас үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ 2-дохтурханиниң пенсийәгә чиққан дохтури болуп, у 2018-йили 9-айда тутуп кетилгән. Униң америкадики аилә әзалири 2020-йили 12-айда, гүлшән аббасниң “террорлуқ тәшкилатиға қатнишиш”, “террорлуқ паалийәтләргә ярдәм бериш”, “иҗтимаий тәртипкә бузғунчилиқ қилиш” қатарлиқ “җинайәт” ләр билән әйиблинип, 2019-йили 3-айда 20 йиллиқ кесиветилгәнликидин хәвәр тапқан.