Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети түрмидики уйғур зиялийлирини қоюветишни тәләп қилди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.01.11

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети 11-январ күни өзиниң X (тивиттер) һесабида, хитай түрмисидики уйғур зиялийси раһилә давут һәққидә учур йоллап: “хәвәрләргә қариғанда, даңлиқ фолклоршунас раһилә давут уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қилғанлиқи үчүнла муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Хитай хәлқ җумһурийити уйғурларни, җүмлидин кәң көләмдә тутқун қилинған мәһбуслар вә техичә из-дерики болмиған уйғур зиялийлирини йоқ қиливетишни тохтитиши керәк” дәп язған.

 Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети йәнә 6-январ күни X да чиқарған учурида, хитай түрмисидә йетиватқан төһпикар карханичи, “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәтниң қоюветилишини тәләп қилип: “әкбәр әсәт америка ташқи ишлар министирлиқиниң пирограммисиға қатнашқандин кейин хитай түрмисигә соланди вә бу йилқи туғулған күниниму түрмидә өткүзүшкә мәҗбур болди. Америка ташқи ишлар министири антони билинкен америка пуқралириниң хитайда наһәқ тутқун қилинип түрмидә йетиватқан қериндашлирини қутқузуш йолини издиши керәк” дәп язған.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети йиллардин бери хитайдики кишилик һоқуқ вә буниңға аит қанун-низамларниң иҗра қилиниш әһвалини йеқиндин көзитип келиватқан болуп, һәр йили бу һәқтә йиллиқ доклат елан қилип, америка пирезиденти вә дөләт мәҗлисигә сунуп кәлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.