“хитай һөкүмити вә компартийисиниң сиясий сиңип кириш һәрикитигә қарши туруш” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисигә қайта сунулди
Мәзкур қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидики һәр икки партийидин болған вәкилләрниң ортақ қоллиши астида түзүп чиқилған.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-02-14 -
-
-
Америка кеңәш палата әзалиридин марко рубийо вә катрин кортәз қатарлиқлар “хитай һөкүмити вә компартийисиниң сиясий сиңип кириш һәрикитигә қарши туруш” қанун лайиһисини америка дөләт мәҗлисигә қайта сунған.
Мәзкур қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидики һәр икки партийидин болған вәкилләрниң ортақ қоллиши астида түзүп чиқилған болуп, хитайниң америка вә дуняда сиясий кеңәймичилик қилишиға қарши турушни мәқсәт қилидикән.
Америка дөләт мәҗлисиниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики баянаттин қариғанда, мәзкур қанун лайиһиси хитайниң америкида вә башқа шерик дөләтләрдә ахбаратни контрол қилиш, иқтисадий җәһәттин бесим қилиш қатарлиқ паалийәтлирини тәкшүрүш һәм шундақла америка вәтәндашлири, болупму уйғур, тибәт вә хитайлардин болған америка пуқралирини хитайниң тәһдитидин қоғдаш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән.
Марко рубийо вә катрин кортез қатарлиқ кеңәш палата әзалири баянаттики сөзидә америка демократийисиниң хитайға охшаш һакиммутләқ дөләтләрниң һуҗумиға учраватқанлиқини, буниңға тақабил туридиған бир сиясәт бәлгиләп чиқишниң интайин муһимлиқини әскәрткән.