Хитай һөкүмити нәнсий пелосидин өч алмақчи икән
2022.08.05
Америка авам палатаси рәиси нәнсий пелоси тәйвәнни зиярәт қилғандин кейин, хитай һөкүмити униңдин өч елиш һәрикәтлирини башлиған.
NBC (Америка радийо ширкити) ториниң хәвәр қилишичә, 5-авғуст күни хитай һөкүмити америка авам палатаси рәиси нәнсий пелосиниң тәйвәнни зиярәт қилғинидин өч елиш үчүн америка билән болған һәрбий мунасивитини, килимат өзгириши сөһбитини, қанунсиз көчмәнләр вә хәлқара җинайәтчиләрни өткүзүп бериш һәмкарлиқини тохтитидиғанлиқини, шундақла нәнсий пелоси вә униң аилисигә ембарго қойидиғанлиқини билдүргән.
Нәнсий пелоси тәйвәнни зиярәт қилғандин кейин хитай армийәси һуҗумчи айропилан вә парахотлирини тәйвән арилиға йеқинлаштуруп, күч көрситиш маневири елип барған һәмдә йеңи тәдбир қоллинидиғанлиқини елан қилған. Америка ташқи ишлар министири антони билинкен буни әйибләп: “хитай һөкүмити нәнсий пелосиниң зияритини баһанә қилип, тәйвән боғузи вә униң әтрапидики районларда иғвагәрчилик қиливатиду” дегән.
Радийомизниң хәвәр қилишичә, хитай йәнә дипломатийә саһәсидиму тәйвәнгә бесим қиливатқан болуп, хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси таратқуларниң зияритини қобул қилғанда, тәйвәнниң һакимийәт бешидики бу партийәниң тәйвәнни мустәқил қилиш тәрәпдарлирини көпәйтивәткәнликини, тәйвәнни игиләп хитайни бирликкә кәлтүргәндин кейин тәйвәнликләргә “қайта тәрбийәләш” елип баридиғанлиқини билдүргән. Фирансийәгә көчмән болған қазақ мухбир мирбәк буниңға баһа берип: “хитай компартийәси шинҗаңда қурған қайта тәрбийәләш лагерлирини тәйвәнгиму көчүрүп апармақчи. Әгәр демократик дөләтләр хитайни чәклимисә, хитай һөкүмити өзиниң бастуруш усулини пүтүн дуняға експорт қилиду” дегән.









