Американиң 2022-йиллиқ мудапийә хамчот қануни хитайниң тәсир көрситиш һәрикәтлирини нишанға алған

Мухбиримиз әркин
2021.09.01

Америка авам палатасиниң 2022-йиллиқ мудапийә хамчот қануни хитайниң америка вә униң иттипақдашлириға қаратқан тәсир көрситиш һәрикәтлирини нишанға алған. “вашингтон вақти” гезитиниң хәвәр қилишичә, авам палатасиниң мәзкур мудапийә хамчот һоқуқи қанунида америка дөләт мудапийә министирлиқи, ташқий ишлар министирлиқи, америка истихбарат ‍органлиридин хитайниң америка вә униң һәрбий иттипақдашлирини һәм шериклирини нишан қилған тәсир көрситиш һәрикәтлирини тәпсилий баян қилиш тәләп қилинған икән.

Хәвәрдә қанун лайиһәсиниң 30-авғуст елан қилинғанлиқи, дөләт мудапийә вә ташқий ишлар министирлиқлириниң доклатлирида хитайниң тәсир көрситиш нишанлириға қарита баһалаш елип берип, хитайниң бу һәрикәтлиригә қарши тәдбирләрни оттуриға қоюши тәләп қилинғанлиқини билдүргән.

“вашингтон вақти” гезитиниң ейтишичә, авам палатасиниң 744 милярд долларлиқ 2022-йиллиқ мудапийә хамчот қануни юқириқи тәләпләрни өз ичигә алған икән.

Хитай, америка вә униң иттипақдашлириға қарита кәң көләмлиқ тәсир көрситиш һәркити елип берип, өзиниң тәшвиқати вә сияситини базарға селип кәлгән. Корона вирусиниң вухәндин башланғанлиқи ениқ болсиму, шундақла хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқиға даир йетәрлик дәлилләр болсиму, бирақ хитай ялған учур тарқитип, корона вируси юқумида америка армийәсини әйиблигән, шундақла уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учришини ғәрбниң ойдуруп чиқарған “ялған тәшвиқати” дәп һуҗум қилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.