Американиң алий қомандани хитай қоманданини “җәнубий деңизда хәтәрлик һәрикәтләрни қилмаслиқ” қа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.10

Америка һинди-тинч окян райони алий қомандани самуәл папаро (Samuel Paparo) 9-сентәбир күни хитай җәнуби район қоманданлиқ иштабиниң башлиқи ву йәнән билән телефонда көрүшүп, икки дөләтниң һәрбий мунасивәтлирини қайта тәңшәш вә тоқунуштин сақлиниш һәққидә пикирләшкән.

“дөләтлик радийо ширкити” (NBC) ниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, бу қетимқи телефон сөһбити америка билән хитай һәрбий әмәлдариниң көп йиллардин бери тунҗи қетим өткүзгән сөһбити болуп, икки тәрәп өзлири көңүл бөлидиған мәсилиләрдә пикир алмаштурған. Самуәл папаро хитай тәрәпкә қилған сөзидә, йеқиндин буян хитай армийәси билән американиң иттипақдашлири арисида көп қетим сүркилиш болғанлиқини, буниңда хитай армийәсиниң мәсулийити барлиқини, хитайниң чоқум хәлқара қанун-низамларға әмәл қилип, район хәвпсизликини бузидиған һәрикәтләрни қилмаслиқи керәкликини билдүргән. У йәнә хитай армийәсини җәнуби деңиз вә башқа җайларда уруш тактикисини юқири көтүрүш баһанисидә хәтәрлик вә җиддий һәрикәтләрни қилмаслиққа чақирған.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, сәмуәл папародин илгири вәзипә өтигән алий қомандан җон акулино (Jon Aquilino) хитайниң җәнуби деңиз райони вә шәрқий деңиз райони қоманданлиқ иштабиниң башлиқлири билән көрүшүшни тәләп қилған болсиму, хитай қошулмай кәлгән. Чүнки америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң сабиқ башлиқи нәнси пелоси тәйвәнни зиярәт қилғандин кейин, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң америка билән һәрбий алақә қилишни үзүвәткән икән.

9-Ай киргәндин буян хитайниң иғвагәрчилики түпәйлидин хитай билән филиппинниң деңиз тәвәлики талишиш күриши күчәйгән. Филиппинниң иттипақдиши болған америка хитайни пәйлидин йенишқа бесим қилған. Америка дөләт хәвпсизлики мәслиһәтчиси җек салливан 8-айда хитайға барғандин кейин, икки дөләтниң һәрбий қоманданлири оттурисида сөһбәт өткүзүш пилани әслигә кәлтүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.