Америка пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси хитайни биарам қилишқа башлиди
2024.11.07
2024-Йиллиқ америка пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинип, сабиқ пирезидент доналд трампниң 47-нөвәтлик америка пирезиденти болуп сайлиниши хитай һөкүмитини толиму биарам қиливатқанлиқи мәлум. Бу һал “фокс хәвәрлири” ниң 7-ноябирдики хәвиридә орун алған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң сайлам нәтиҗиси мәлум болғандин кейин “дөлитимизниң америка сиясити изчил өзгәрмәйду. Биз америка-хитай мунасивитини өзара һөрмәт, тинчлиқта биллә туруш вә һәмкарлиқ асасида давам қилимиз” дегән. Әмма тәйвән дөләтлик университетниң пирофессори йүән җүҗең сайлам һарписида чоң қуруқлуқ саяһитидин қайтип кәлгән болуп, бу һәқтә “фокс хәвәрлири” ниң зияритини қобул қилған. У, хитай аһалисиниң омумйүзлүк һалда “доналд трампниң пирезидент болуп сайлиниши биз үчүн зулмәтлик бир боран-чапқундин бешарәт” дәп қарайдиғанлиқини, ялғуз хитай пуқралирила әмәс, хитайдики көплигән мутәхәссисләрниңму “трамп пирезидент болуп қалса бундин кейинки төт йил икки тәрәп мунасивитини тарихтики әң начар әһвалға чүшүрүп қойиду” дәп қарайдиғанлиқини алаһидә әскәрткән.
Болупму доналд трамп сайлам риқабити җәрянидики нутуқлирида көп қетимлап ишләпчиқириш нуқтилирини америка тәвәсигә қайтуруп келиш вә хитайдин импорт қилинидиған таварларға һәссиләп баҗ қоюшниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Бу һал униң сабиқ пирезидент болуп хизмәт қилған мәзгилидики “хитай билән болидиған сода уруши” мәсилисини бу қетим йеңидин күнтәртипкә елип чиқидиғанлиқидин ашкара бешарәт, дәп қаралған. Шуңа хитай иқтисади лиңшип қеливатқан бундақ вәзийәттә ишләпчиқириш вә експортқа тайинип иқтисадни йүксәлдүрүватқан хитай үчүн буниң қаттиқ зәрбә болидиғанлиқи хитайларни бәкму әндишигә салған. Хитай иҗтимаий таратқулиридики рай синаш мутләқ көп қисим хитайларниң “америка изчил бизни қисмаққа елишни қәстләйду” дәп қарайдиғанлиқини көрсәткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, букнел университетиниң җу фамилилик хитай пирофессори бу һәқтә тохтилип: “һазир 80 пирсәнт америка хәлқи хитай һәққидә сәлбий қарашта. Бу бәкму қорқунчлуқ реаллиқ” дегән.