Америка вә хитай авияматкилириниң тинч окяндики паалийити диққәт қозғиди
2024.08.16
“һәптилик хәвәрләр” гезитиниң 16-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, америка тинч окян флотидики “абрахам линколин” намлиқ авияматка буйруқ бойичә тинч окянни кесип өтүп, оттура шәрққә йол алған. Бу “розвелт” намлиқ авияматкидин кейинки иккинчи авияматкиниң оттура шәрққә меңиши икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, авияматка адәттә алдирап йолға чиқирилмайдиған болуп, көпинчә дөләт хәвпсизлики ташқи сияситидә мәлум өзгириш болғанда мунасип рәвиштә йөткилидикән. Мәлум болушичә, америка деңиз армийәсиниң 11 авияматкиси болуп, буниң алтиси тинч окянға орунлашқан. “линколин” намлиқ авияматка тинч окянни кесип өтүп бу райондин айрилған күнниң әтиси хитай деңиз армийәсиниң “шәндуң” намлиқ иккинчи авияматкиси башқа үч уруш парахоти билән филиппин деңизида учуш мәшқи қилған һәмдә 13-авғуст кәчқурун җәнуби деңизға қайтқан. Әмма хитайниң “фуҗйән” намлиқ үчинчи авияматкиси шаңхәй портидин чиқмиған болуп, техи уруш қилиш иқтидарини толуқ һазирлап болмиған, дәп қаралмақта икән.
Нөвәттә вәзийәт анализчилири хитай авияматкисиниң филиппин деңизидики учуш мәшқини аддийғинә маневир, дәп қаримиған. Сиясий анализчи рян чан (Ryan Chan) бу һәқтә тохтилип, “хитай деңиз армийәси бу арқилиқ тинч окяндики америка тәсиригә хирис қилмақчи” дегән. Әмма деңиз армийәси җәһәттики мәлуматлар, хитай деңиз армийәсиниң америка деңиз армийәсидин көп җәһәттә арқида икәнликини көрситидикән.