Нөвәттики америка-хитай мунасивити “йеңи соғуқ уруш” дәп тәсвирләнмәктә

Америка-хитай мунасивитиниң сода уруши сәвәблик җиддий түс елиши билән бир қисим анализчилар икки дөләт оттурисидики мунасивәтни “йеңи соғуқ уруш дәвриниң башлиниши” дәп тәсвирләватқанлиқи мәлум. “ташқи сиясәт” журнилида 7-январ күни роберт каплан имзасида елан қилинған бу һәқтики анализ мақалисидә мана мушу мәсилә нуқтилиқ муһакимә қилиниду.

Америка-хитай мунасивитиниң сода уруши сәвәблик җиддий түс елиши билән бир қисим анализчилар икки дөләт оттурисидики мунасивәтни “йеңи соғуқ уруш дәвриниң башлиниши” дәп тәсвирләватқанлиқи мәлум. “ташқи сиясәт” журнилида 7-январ күни роберт каплан имзасида елан қилинған бу һәқтики анализ мақалисидә мана мушу мәсилә нуқтилиқ муһакимә қилиниду.

Апторниң қаришичә, хитай компютер хаккерлириниң америка һәрбий парахотлириниң ремонт хатирилирини оғрилиши, бәш бурҗәклик бинадин хусусий учурларни оғрилиши дегәндәк көп қетимлап һәмдә ахири чиқмастин давам қиливатқан паалийәтләр нөвәттики вәзийәтниң аз дегәндиму нәччә он йил давам қилидиғанлиқиниң, шуниңдәк йеңидин башлинидиған бу “соғуқ уруш” ниң узун мәзгил болидиғанлиқиниң бир ипадиси икән.

Йәнә бир яқтин болса апторниң қаришичә, хитай һөкүмити америка деңиз армийәси вә һава армийәси қисимлирини ғәрбий тинч окян (йәни җәнубий хитай деңизи) дин нери турушқа қисташ арқилиқ өзлириниң шәрқий йерим шардики зомигәрлик орнини тикләшкә урунмақта икән. Бу нуқтидин алғанда америка дөләт мудапиә министирлиқи үчүнму хитай тәһдити һәрқачан русийә тәһдитидин зор, дәп қаралмақта икән. Йәнә бир яқтин кремней җилғисидики юқири пән-техника ширкәтлириниң хитай билән болған һәмкарлиқи аллиқачан уларниң бәш бурҗәклик бина билән болған һәмкарлиқидин нәччә һәссә ешип кәткән.

Мақалә апториниң қаришичә, нөвәттики сода урушида асаслиқ сөһбәт темиси болуватқан амилларму дәл әқлий мүлүк оғрилиқи, сода мунасивити арқилиқ назук техникиларға игә болувелиш, пул монополлуқи қатарлиқлар болуп, сода сөһбити оңушлуқ ахирлашқан һаләттиму бу мәсилиләр йәнила давам қиливеридикән. Чүнки хитайниң сода қилиш услубиниң түплүк маһийити мәңгү өзгәрмәйдикән. Бу хил иқтисадий амилни мәнбә қилған сүркилиш тәбиий йосунда һәрбий ишлар җәһәттики буруқтурмилиққа сәвәб болидикән.

Аптор алаһидә тәкитлигән йәнә бир нуқта йеңидин башлиниватқан бу “соғуқ уруш” тики идеологийәлик алаһидиликтур. Униң қаришичә, илгирики вақитларда америка һөкүмити хитайниң дең шявпиң дәвридики “юмшақ” һакиммутләқлиқигә бир көзини қисивалған болсиму, ши җинпиң һакимийәтни алғандин буянқи “қаттиқ” шәкил алған һакиммутләқлиқ америкидики һәр икки партийәниң сәвр қачисини толдурған. Болупму нөвәттә бир милйондин артуқ уйғурниң җаза лагерлириға қамилишидәк қәбиһликни ашкара вуҗудқа чиқарған бу түзүм билән америка демократийәси оттурисида ғайәт зор пәрқ мана мән, дәпла ашкара болған.

Ахирида аптор мушу әһвалларниң һәммисини омумлаштуруп: “юқири пән-техника мушу тоқунушни алға сүриду. Иқтисадий җәһәттики гүллиништин мәнпәәт алған бу дөләт һәрбий ишлар райониға көз тикмәй қалмайду. Гәрчә улар ‛йерим челәк‚ болсиму, челәкниң йерими аллиқачан су билән толдурулған” дәйду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org