Америка вә хитай рәһбәрлири келәр һәптә аляскада учришидикән
Америка ташқи ишлар министирлиқи америка вә хитай рәһбәрлириниң келәр һәптә аляска шитатида учришидиғанлиқини җакарлиди.
-
Мухбиримиз ирадә
2021-03-11 -
-
-
Америка ташқи ишлар министирлиқи америка вә хитай рәһбәрлириниң келәр һәптә аляска шитатида учришидиғанлиқини җакарлиди.
Учришишқа америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен, дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан вә хитай сиясий бюросиниң әзаси яң җечи, хитай ташқи ишлар минситири ваң йи қатнишидикән.
Бу президент җов байден бу йил январда вәзипигә олтурғандин буян, икки тәрәп оттурисидики юқири дәриҗилик рәһбәрләрниң тунҗи қетим бивастә көрүшүши болуп һесаблинидикән.
Блумберг хәвәрлириниң билдүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу учришишниң 18-19-март күнлири өткүзүлидиғанлиқини, өзлириниң “америка тәрәпниң тәклипигә бинаән бу учришишиқа қатнишидиғанлиқини” ейтқан.
Америка билән хитай оттурисидики мунасивәтләр корона вируси юқуми вә шундақла иқтисад, сода вә уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ, хоңкоң демократийәсиниң тәһдиткә учришидәк һәл қилғуч мәсилиләр түпәйли нәччә он йилдин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалғаниди.
Шундақ бир мәзгилдә вәзипә тапшурувалған байден һөкүмитиниң хитай билән өткүзүдиған тунҗи учришиши күчлүк диққәт қозғимақта.
Блумберг гезити хәвиридә, америка ташқи ишлар министири билинкенниң хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнликини муәййәнләштүргәнликини вә шундақла униң 10-март күни америка авам палатаси ташқи ишлар комитетидики испат аңлаш йиғинида сөз қилғанда “биз хитайдики кәсипдашлиримизға қиливатқан бир қисим ишлири һәққидики чоңқур әндишилиримизни, пикирлиримизни очуқ баян қилип, бизниң әндишилиримизни һәл қилидиған-қилалмайдиғанлиқини ениқ айдиңлаштуримиз” дегәнликини қошумчә қилған.
Нурғун көзәткүчиләр келәр һәптә өткүзүлидиған бу учришишниң американиң хитайға қаритидиған сиясити, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриши, хоңкоң мәсилиси қатарлиқ һәл қилғуч мәсилиләрдики позитсийәсини намайән қилип беридиғанлиқини билдүрүшмәктә.