Баш әлчи николас бурнс: америка-хитай риқабити қурулма характерлик риқабәт

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.24

Американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бурнс американиң NBC телевизийәсигә қилған бир сөзидә, америка билән хитай оттурисидики бу риқабәтлик мунасивәтниң асанлиқчә аяғлашмайдиғанлиқини билдүргән. У сөзидә, “америка хитайниң сөзигә әмәс, бәлки униң һәрикитигә қарап һөкүм қилиду. Биз қурулма характерлик рәқибләрдин һесаблинимиз. Шуңа мән бу риқабәтни кәлгүси он йилға созулиду, дәп қараймән. Биз чоқум риқабәтлишишимиз керәк” дегән.

Баш әлчи николас бурнис 23-өктәбир күни бәргән бу мәхсус зияритидә йәнә, кишилик һоқуқ мәсилисиниң икки дөләтниң әң чоң пәрқи һесаблинидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән:

“әң чоңқур пәрқ шуки, биз инсанларниң әркинликигә вә кишилик һоқуққа ишинимиз, шуңа биз шинҗаңда, тибәттә, хоңкоңда йүз бериватқан ишларни һәмдә диний етиқад әркинликидики йетәрсизликләрни әйибләймиз.”

Николас бурнс хитайниң украина урушидики позитсийәсиниму тәнқидләп, “хитай өзини русийә-украина урушида битәрәп дәйду, бирақ у дәл әксичә һәрикәт қиливатиду. Бу бизниң мунасивитимиздики бир чоң мәсилә болуп қалди” дегән.

 Николас бурнис йәнә, хитай истихбарат тармақлириниң америка әлчиханиси америкалиқлар билән хитайларни учраштурушни мәқсәт қилип уюштурған 94 қетимлиқ паалийәткә тосқунлуқ қилғанлиқини, хитай пуқралириға телефон қилип уларға паалийәткә қатнашмаслиқ һәққидә тәһдит салғанлиқини ейтип, “хитайниң ағзидин чиққан гәп билән һәрикити бирдәкликкә игә болуши керәк” дегән.

Николас бурнис байден һөкүмитиниң хитайниң америкиға елип келидиған тәһдити һәққидики көз қаришиниң интайин ениқлиқини тәкитлигән вә “бу интайин мурәккәп вә хирисқа толған мунасивәт. Америка үчүн ейтқанда, бу башқа һәрқандақ дөләткә селиштурғанда ақивити еғир болидиған мунасивәт болуп һесаблиниду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.