Америка хитай билән русийәниң җасуслуқ тәһдитигә қарши йеңи истратегийә йолға қоймақчи болған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.02

Америка пирезиденти җов байден 8-айниң 1-күни “җасуслуққа қарши дөләт истратегийәси” ни тәстиқлиған болуп, униңда русийә, хитай, иран вә шималий корейә қатарлиқ дөләтләр “балайи апәтниң беши” дәп қаралған, русийә билән хитай болса америкаға әң еғир җасуслуқ һуҗуми қиливатқан дөләт дәп көрситилгән.

“америка авази” ториниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, русийә билән хитай һәтта башқа дөләтләрни америкаға қарши биллә җасуслуқ қилишқа дәвәт қилмақта икән. Американиң җасуслуққа қарши әмәлдарлири бу һәқтә мундақ дегән: “бизниң асаслиқ рәқиблиримиз бизгә қарши һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтип, бизгә тәһдит шәкилләндүрди. Хитай, русийә вә иранниң җасуслуқ һәрикәтлири техи толуқ байқалғини йоқ”.

“җасуслуққа қарши дөләт истратегийәси” дә көрситилишичә, хитай билән русийәниң көплигән ширкәтлири, җүмлидин америкадики ширкәтлири яки сода шериклири өз тор бәтлиригә юқири иқтидарлиқ тор һуҗуми қораллирини орунлаштурған. Ақивәттә, америка пуқралиридин тартип дөләт органлириғичә бу җасуслуқниң нишаниға вә қурбаниға айлиниш хәвпи күчәйгән.

Америка истихбарат әмәлдариниң билдүрүшичә, рәқиб дөләтләр хусусий ширкәтләр арқилиқ өзлириниң җасуслуқ қилмишлирини йошуруп кәлмәктә икән. Мәсилән, русийә хусусий ширкәтләрни американиң кәлгүсидики сайлимиға арилишишқа чақирған. Униңдин башқа хитайму дөләт ичидики ширкәтлири, шундақла оттура шәрқ вә латин америкасидики ширкәтлири арқилиқ ялған, сахта тәшвиқатларни қанат яйдуруп, сайламға тәсир көрситишкә урунмақта икән.

Хәвәрдә көрситилишичә, американиң “җасуслуққа қарши дөләт истратегийәси” буниңдин кейин америка истихбарат органлириниң америкаға қарши күнсери күчийиватқан җасуслуқ тәһдитигә тақабил турушиниң йол хәритиси болуп қалидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.