Хитай йеңи таможна беҗи қарариға қарита америка билән бу һәқтә сөзлишидиғанлиқини ипадилигән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.03.04

“шинхуа тори” ниң 4-марттики хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити американиң қошумчә 10 пирсәнт таможна беҗи елиш қарариға қарита өч елиш тәдбири қоллиништин бурун, америка билән бу һәқтә сөзлишип мәсилини һәл қилишқа тиришидиғанлиқини илгири сүргән.

Хитай дипломатийә министирлиқиниң баянатчиси лин җиән (Lin Jian) мундақ дегән: “әгәр американиң муддиаси таможна беҗи, сода уруши яки башқа урушларда чиң туруш болса, хитай һәр түрдики сода урушиниң ахирлишиши үчүн күрәш қилиду. Биз американиң, тездин сөһбәт вә һәмкарлиқ йолиға қайтишни тәвсийә қилимиз”.

Пирезидент трамп өткән һәптә хитайниң фентанилни чәкләштә йетәрлик тәдбир қолланмиғанлиқини билдүрүп хитай маллириға қойған 10 пирсәнт қошумчә таможна беҗи бүгүн, 4-март рәсмий йолға қоюлушқа башлиғаниди. Мәлум болушичә, хитай маллириға бундин илгири қоюлған 10 пирсәнт баҗ билән қошуп һесаблиғанда омумий баҗ җәмий 20 пирсәнткә йетидикән.

Йеқинда BBC хәвәрлиридә анализчиларниң хитай һөкүмити йәнила омумйүзлүк сода урушиниң алдини елишни, трамп һөкүмити билән келишим һасил қилишни үмид қилиду, дәп қарайдиғанлиқи қәйт қилинған болсиму, әмма хитай таратқулири хитай даирилириниң бир қатар тақабил туруш тәдбирлиригә тәйярлиқ қиливатқанлиқини, американиң деһқанчилиқ вә йемәклик мәһсулатлирини нишанға елиши мумкинликини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.