Президент трамп: “хитай билән ахирқи һесабта сода келишими имзалиниду дәп алдинала ейталмаймән”
Америка президенти доналд трамп җүмә күни хитай билән ахирқи сода келишими имзалиниду дәп алдинала ейталмайдиғанлиқини билдүргән.
-
2019-04-05 -
-
-
Америка президенти доналд трамп җүмә күни хитай билән ахирқи сода келишими имзалиниду дәп алдинала ейталмайдиғанлиқини билдүргән.
Президент трамп бу сөзләрни америка-хитай сода сөһбити вашингтонда елип бериливатқан мәзгилдә қилған. У техи төнүгүнла америка билән хитайниң ахирқи сода келишими һасил қилишқа йеқинлишип қалғанлиқи, униң кәлгүси 4 һәптә ичидә елан қилинидиғанлиқини билдүргән иди. Лекин ройтерс агентлиқиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, президент трамп икки тәрәп сода сөһбәт өмики вашингтонда сода келишиминиң ахирқи маддилирини җиддий музакирә қиливатқан мәзгилдә мухбирларни күтивелип, юқириқи сөзни қилған.
Һалбуки, президент трамп пәйшәнбә күни хитайниң баш сода сөһбәт вәкили, муавин хитай баш министири лю хени ақсарайда қобул қилғанда мухбирларға тәкитләп, “биз келишим һасил қилишқа аз қалдуқ. Бу дегәнлик келишим һасил қилинди дегәнлик әмәс. Чүнки бу техи әмәлгә ашмиди. Әмма келишим һасил қилишқа хели йеқинлаштуқ” дегән. У төнүгүнки сөзидә бәзи ихтилапларни һәл қилишқа тоғра келидиғанлиқи, әгәр икки дөләт келишим һасил қилса өзиниң ши җинпиң билән көрүшидиғанлиқи, әмма қачан көрүшүшни һазир бекитишниң балдурлуқ қилидиғанлиқини билдүрүп, буниң үчүн “биз бәзи йолларни бесишимиз керәк” дегән иди.
Бу нөвәтлик америка-хитай сода сөһбити трамп һөкүмити уйғур районидики лагерлар америка дөләт мәҗлиси вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ бесимиға учраватқан бир мәзгилдә өткүзүлгән. Сөһбәт һарписида америка дөләт мәҗлисиниң 24 нәпәр кеңәш палата әзаси билән 19 нәпәр авам әзаси америка ташқи ишлар министири майк помпийо, малийә министири стев мнучин вә сода министири вилбур росларға мәктуб йоллап, уйғур райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә җавабкарлиқи бар дәп қаралған чен чүәнго қатарлиқ хитай әмәлдарлирини җазалашни йәнә бир қетим тәләп қилған иди.