Президент трамп хитай експорт мәһсулатлириға баҗни көпәйтидиғанлиқини билдүрди
2019.05.06
Америка президенти доналд трамп 5-май күни тветерда учур йоллап, келәр җүмә күнидин башлап хитайниң 200 милярд долларлиқ експорт мәһсулатиға қоюлған баҗни 25% кә чиқиридиғанлиқини билдүргән.
Президент трампниң, ахирқи қетимлиқ америка-хитай сода сөһбити бу һәптә вашингтонда башлиниш алдида турған бир вақитта бу сөзләрни қилиши қаттиқ ғулғула қозғиди. Америкадики таратқулар өткән һәптә америка билән хитайниң бу қетим ахирқи сода келишим лайиһәсини имзалиши мумкинликини билдүргән иди. Президент трамп 5-май күни тветерда йоллиған учурида “америка өткән 10 айдин бери қиммити 200 милярд долларлиқ хитай импорт мәһсулатиға 10% баҗ қоюп кәлгән. Лекин бу келәр җүмә күнидин башлап 25% кә чиқирилиду. Униңдин сирт йеқин кәлгүсидә йәнә қиммити 325 милярд долларлиқ хитай импорт мәһсулатиға 25% баҗ қоюши мумкин” дегән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә илгири сүрүлүшичә, президент трампниң туюқсиз бу қарарни елан қилишида америка сода сөһбәт вәкили лайтерзерниң униңға сөһбәтниң йеқинқи тәрәққияти һәққидә бәргән доклати рол ойниған икән. Лайтерзер униңға хитайниң бурун бәргән бәзи вәдилиридин йенивелиш нийити барлиқини билдүргән. Шуңа, президент трамп тветерда, “америка-хитай сода сөһбити давамлишиватқан болсиму, лекин сүрити бәк аста. Хитай бәзи деталлар үстидә қайта сөһбәт өткүзүшкә урунмақта. Мениң буни қобул қилишим мумкин әмәс” дәп тәкитлигән. Президент трамп өткән йили 9-айда хитайниң 200 милярд долларлиқ импорт мәһсулатиға 10% баҗ қоюшни қарар қилған. Бу қарар бу йил 1-айниң 1-күнидин башлап иҗра қилинишқа башлиған иди.
Президент трампниң сөзи дүшәнбә күни хитай пай чеки базириға қаттиқ тәсир қилған. Ройтерсниң билдүрүшичә, дүшәнбә күни хитайниң асаслиқ пай чеки көрсәткүчлири 5 % чүшүп кәткән. Бу, униң йеқинқи 3 йилдин бери әң чүшүши болуп, базарға пай чеки салған 1000 дәк хитай ширкити пай чеки сетишни дәрһал тохтатқан.









