Президент трамп хитай содида өч алса ақивәтниң чатақ болидиғанлиқини агаһландурди

Мухбиримиз әркин
2019.05.13

Америка-хитай сода уруши техиму кәскинлишишкә башлиди. Президент трамп дүшәнбә күни хитайниң содида америкаға қарши өч елиш тәдбири қолланса ақивәтниң техиму чатақ болидиғанлиқини агаһландурди.

У бу сөзләрни хитай һөкүмитиниң америкаға қарита содида өч елип тәдбири қоллинидиғанлиқини елан қилишиға қарита ейтқан. У 13‏-май, дүшәнбә күни тветирда хитайниң узун йиллардин бери америкадин пайда елип кәлгәнликини агаһландуруп, “шуңа, хитай өч алмаслиқи керәк. Әгәр өч алса техиму чатақ болиду” дегән. Президент трамп өткән һәптә 200 милярд долларлиқ хитай импорт мәһсулатиға баҗни 25% өстүридиғанлиқини елан қилған. Арқидинла хитай һөкүмити 60 милярд долларлиқ америка импорт мәһсулатиға 10% дин 25% гичә баҗ өстүридиғанлиқини җакарлап, өч елиш тәдбири қолланған иди.

Президент трамп 13‏-май күни әтигәндә тветирға йоллиған учурида йәнә “мән ши җинпиң вә хитайдики башқа достларға наһайити очуқ қилип: әгәр силәр келишим һасил қилмисаңлар хитай бәк чатақ әһвалда қалиду. Чүнки, ширкәтләр башқа дөләтләргә йөткилишкә мәҗбур болиду. Хитайдин бир немә сетивелиш техиму қиммәткә тохтайду. Силәр наһайити яхши бир келишимгә асасән келип қалған, лекин силәр йенивалдиңлар, дәп ейттим” дегән.

Америка-хитай ахирқи қетимлиқ сода сөһбити өткән пәйшәнбә күни вашингтонда өткүзүлгән, лекин сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашқан. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ахирқи сөһбәттә бурун келишкән нурғун вәдилиридин йенивелип, сөһбәтни баштин башлашни тәләп қилған. Лекин президент трамп хитайниң тәклипини рәт қилған. Нөвәттә хитайниң немә үчүн келишимдин йенивалғанлиқи һәр хил пәрәзләргә сәвәб болмақта. Президент трамп йәкшәнбә күни елан қилған тветир учурида, хитайни 2020‏-йилдики америка президент сайлимиға үмид бағлаш билән әйиблигән. У; “хитай каллиси ишлимәйдиған җео байден яки башқа бириниң 2020‏-йили сайлинишиға үмид бағлимақта. Улар американи талан-тараҗ қилмақчи” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.