Америка һөкүмити хитайниң 300 милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи қоймақчи
2019.05.15
14-Май америка-хитай оттурисидики сода урушида хитай тәрәп америка билән “ахириғичә елишидиғанлиқини” билдүргәндин кейин, америка тәрәп таможна беҗи қоюш имканийити болған хитайниң 300 милярд долларлиқ мәһсулатлирини тизимлап чиққан.
“дәвр” ториниң мунасивәтлик хәвиридин мәлум болушичә, америка президенти доналд трамп 5-май күни %10 дин %25 лик өлчәм бойичә хитайниң 200 милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи қойидиғанлиқи һәққидә хитайға агаһландуруш бәргән.
Хитай һөкүмити 13-май буниңға инкас қайтуруп, американиң 60 милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи қойидиғанлиқини җакарлиған. 14-Май күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң баянат елан қилип, “җуңго америка билән ахирғичә елишиду, бизниң өз мәнпәәтимизни қоғдаш иқтидаримиз вә ирадимиз бар, бизниң сода урушиға қарши тәдбиримиз көп тәрәплимилик болуп, сода системисини қоғдаштики ирадимизни көрситип берәләйду,” дегән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, америка тәрәп бу қетим тизимлап чиққан 300 милярд долларлиқ хитай мәһсулатлири 3805 түрни өз ичигә алидикән. Бу йәнә бир җәһәттин трампниң 5-майдики агаһландурушини әмәлгә ашурушидики муһим бир қәдәм басқуч һесаблинидикән.









