Америка хитайниң тәйвән әтрапидики һәрбий маневирини “орунсиз” һәм хәтәрлик” дәп әйиблиди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.14

Хитай азадлиқ армийәси тәйвән пирезиденти ләй чиңдениң 10-өктәбир “җуңхуа минго” қурулғанлиқиниң 113 йиллиқини тәбрикләш байримида қилған сөзиниң арқисидин, 14-өктәбир тәйвән әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир башлиған. “бирләшмә зулпиқар-2024B” дәп нам берилгән маневирниң хитай азадлиқ армийәсиниң қуруқлуқ, деңиз, һава вә ракета армийәси қатнашқан тәйвәнни қоршавға елиш маневири икәнлики қәйт қилинмақта. Америка ташқи ишлар министирлиқи 13-өктәбир елан қилған язма баянатида, “америка хитай азадлиқ армийәсиниң тәйвән боғузи вә униң әтрапида елип барған бу қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневиридин җиддий әндишә қилидиғанлиқи” ни билдүргән.

Һалбуки, хитайниң шәрқий уруш райони қоманданлиқ иштаби баянатида, бу маневир “деңиз вә һава уруши тәйярлиқиниң чарлаш, порт вә районларни қамал қилиш, деңиз вә қуруқлуқта һуҗум қилип, омуми контроллуқни қолға кәлтүрүш, уруш райони қисимлириниң бирләшмә әмәлий уруш иқтидарини синашни асаси нуқта қилғанлиқи” ни илгири сүргән. Лекин америка ташқи ишлар министирлиқи язма баянатида көрситишичә, “улар хитайниң һәрикитини давамлиқ көзәтмәктә, иттипақдашлири вә шериклири билән маслишип, өзлириниң ортақ әндишилирини ортақлашмақта” икән. Баянатта мундақ дейилгән: “биз хитай хәлқ җумһурийитини өзини тутувелишқа, тәйвән боғузи вә районниң тинчлиқи һәм муқимлиқиға бузғунчилиқ қилидиған һәрикәтләрдин сақлинишқа чақиримиз. Бу, районниң тинчлиқи, гүллиниши үчүн интайин муһим болуп, хәлқара көңүл бөлидиған бир мәсилидур.”

 Бу, хитайниң тәйвән пирезиденти ләй чиңде бу йил 5-айда вәзипигә олтурғандин бери, 2-қетим тәйвән әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзүшидур. Буниң алдида йәни 11-өктәбир күни америка ташқи ишлар министири билинкен, хитайни пирезидент ләй чиңдениң 10-өктәбирдики нутқи һәққидә агаһландуруп, “хитай буни һәрқандақ шәкилдики иғвагәрчиликниң баһаниси қилмаслиқи керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.