Хитай америка авам палата әзаси шон патрик малонийға виза беришни рәт қилған

Мухбиримиз әркин
2019.10.14

Хитай һөкүмитиниң американиң җумһурийәтчләрдин болған авам палата әзаси шон патрик малонийға виза беришни рәт қилип, униңға әгәр тәйвәнни зиярәт қилиш пиланидин ваз кәчсә андин виза беридиғанлиқини билдүргән.

Шон патрик малоний 13‏-өктәбир күни “вол стерет журнили” гезитидә мақалә елан қилип, хитайниң бу һәрикитини “қақти-соқтилиқ қилиш” дәп әйиблигән. Униң мақалисидә илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити тәйвән мәсилисидә бу хил мәнтиқә билән һәрикәт қилипла қалмай, хоңкоң вә уйғур мәсилилиридиму бу хил мәнтиқә билән һәрикәт қилмақта икән.

У “бейҗиң дөләт мәҗлисини аний тапмақта” сәрләвһилик мақалисидә хитайниң тәйвәнни бесиштәк әхмиқанә қилмиши америка дөләт мәҗлисидә тәйвәнгә болған қоллашни техиму күчәйтидиғанлиқини тәкитләп, өзиниң кәлгүси бир қанчә ай ичидә дөләт мәҗлисидә американиң тәйвәнгә болған қоллишини күчәйтиш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Шон партик малонийниң билдүрүшичә, хитай тәрәп америка дөләт мәҗлисиниң авам палата әзаси малонийни өз ичигә алған вәкилләр өмикигә виза беришни рәт қилған. Малонийниң билдүрүшичә, хитай тәрәп униң тәйвәнгә пиланлиған зияритини бикар қилишини шундақла баянат елан қилип, бейҗиңниң “бир җуңго принсипи” ни қоллайдиғанлиқини билдүрүши, шундақ қилсаандин униңға виза беридиғанлиқини билдүргән. Лекин малоний хитайниң тәлипини рәт қилған.

У мақалисидә йәнә хәлқарада тәйвәнни чәкләшкә урунуп келиватқан хитайниң хоңкоңдики наразилиқ һәрикәтлиридә шундақла шинҗаңдики уйғурларни қанунсиз тутқун қилиш мәсилилиридә охшаш мәнтәқә билән һәрикәт қиливатқанлиқини тәкитлигән. У “хоңкоң намайишчилирини вә уйғур тутқунлирини кәмситип келиватқан хитай тәшвиқати хитай пуқралиридики милләтчиликини улғайтип, компартийәниң сизиқини маңмиған америка карханилирини байқут қилишқа риғбәтләндүрмәктә,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.