Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбиси уйғурларға мунасивәтлик икки қанун лайиһисини қоллашни қарар қилди
2019.02.14
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбиси өзиниң икки милйондин ошуқ әзаси вә қоллиғучилирини һәрикәткә кәлтүрүш арқилиқ уйғурларға мунасивәтлик икки қанун лайиһисини қоллашни қарар қилди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баянатидин қариғанда, бу қанун лайиһәлири сенатор марко рубийо башчилиқида тонуштурулған ““уйғур кишилик һоқуқ сиясити-2019” вә шундақла дөләт мәҗлис әзаси брәд шермин башчилиқида тонуштурулған “уйғур қануни” дин ибарәт икән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң бир милйондин ошуқ уйғур вә башқа милләтләрни “қайта тәрбийиләш лагерлири” ға тутқун қилиш арқилиқ хәлқара кишилик һоқуқ қанунлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқини әскәрткән вә америка дөләт мәҗлис әзалирини “һазирқи бу ачқучлуқ кишилик һоқуқ мәсилисини һәл қилиш үчүн юқириқи қанун лайиһилирини қилчиму иккиләнмәй туруп мақуллаш” қа чақирған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати дуня миқясида уйғур елидики ата-ана, уруқ-туғқанлири лагерға тутулған яки улар билән алақиси кесилгән 100 дин ошуқ киши билән сөзләшкән вә бу һәқтә “улар қәйәрдә” темисида мәхсус доклат елан қилған.
Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хәлқарадики нопузлуқ органлардин болған кәчүрүм тәшкилатиниң юқириқи бу қарари уйғур давасидики муһим бурулуш нуқтилириниң бири болуп, униң әһмийити зор икән.









