Америка һөкүмити роза һейт мунасивити билән тәбрик йоллиди
Америка президенти җов байден 12-май күни (америка вақти) өзиниң һөкүмәт тивиттер һесабида роза һейтлиқ тәбрикнамә елан қилған.
-
Мухбиримиз җәвлан
2021-05-12 -
-
-
Америка президенти җов байден 12-май күни (америка вақти) өзиниң һөкүмәт тивиттер һесабида роза һейтлиқ тәбрикнамә елан қилған. У мундақ дегән: “мән барлиқ мусулман достлар вә қошниларниң роза һейтини қутлуқлаймән. Бу күндики ибадитиңлар қобул болсун, синақларға толған бу мәзгилиңлар силәргә техиму күч бәрсун, роза һейтиңларға мубарәк болсун!”
Америка ташқий ишлар министирлики 12-май күни (америка вақти) өзиниң тивиттер һесабида пүтүн дуня мусулманлири, җүмлидин америка мусулманлириниң роза һейтини мубарәкләп тәбрикнамә йоллиған. Тәбрикнамидә: “роза һейтқа мубарәк! биз рамизан айини узитип қойған барлиқ мусулманларниң роза һейтини қизғин тәбрикләймиз! роза һейтиңларниң шад-хурамлиқ ичидә өтүшини тиләймиз!” дейилгән.