Кристофер кумо америка университетлирида немишқа уйғурлар үчүн наразилиқ һәрикәтлириниң болмиғанлиқини тәнқид қилди
2025.03.12
Американиң даңлиқ телевизийә риясәтчиси, “дөләт хәвәрлири” қанили риясәтчиси кристофер кумо (Christopher Cuomo) 11-март америка университетлирида пәләстиндики ғәззәликләр үчүн наразилиқ намайишлири йүз бәрсиму, әмма немишқа алавилар вә уйғурлар үчүн бундақ намайишларниң болмайдиғанлиқини тәнқид қилған.
Кристофер кумо уйғурлар вә алавиләр һәққидики бу сөзләрни трамп һөкүмитиниң коломбийә университетини өз ичигә алған бәзи алий мәктәпләрниң федератсийә ярдимини тохтитиши вә хамас паалийәтчиси мәһмуд хелилни қолға елип, чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилишиға даир анализида оттуриға қойған. Маһмут хелил коломбийә университетида американиң террорлуқ тизимликидики хамасни қоллаш намайишлириға йетәкчилик қилиш билән әйибләнгән. Трамп һөкүмити хамаспәрәс намайишчиларниң паракәндичилик селиши, һәтта йәһудий оқуғучилириға һуҗум қилишиға йол қоюш билән әйиблинип кәлгән коломбийә университетиға берилидиған федератсийә ярдимини тохтатқан; шуниңдәк америкадики 60 тәк университеттики йәһудийларни кәмситиш әһвалини тәкшүрүшни қарар қилғаниди.
Кристофер кумо, ғәззәдики мәнзириниң қорқунчлуқ икәнликини, кишиләрни наразилиқ билдүрмә демәкчи әмәсликини, әмма ғәззәликләрниң зулумға учраватқан бирдинбир мусулман хәлқ әмәсликини билдүргән. У, сүрийәдики аз санлиқ мусулман хәлқ болған алавийләргә қарши етник тазилаш елип бериливатқан болсиму, хитайдики бир милйондин артуқ мусулман уйғур тутқун қилинип, қайта тәрбийәләш лагерлириға қамалған, мәҗбурий әмгәк лагерлириға мәһкум қилинған, мәҗбурий туғмас қилинған, балилар аилисидин айриветилгән болсиму, бир хитай әмәлдари уларниң “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш” ни ейтқан болсиму, уларниң буниңға қулақ йопурғанлиқини тәнқидлигән.
Кристофер кумо: “бу немә үчүн? әҗәба хитай йәһудийлардәк иғвагәрчи вә зулумкар әмәсму” дәп соал қойған. Кристофер кумониң тәкитлишичә, америка университетлирида хамасни қоллап, уйғурлар, алавилар учраватқан зулумға қулақ йопуруштәк бу вәзийәт “аз санлиқ гуруппиларниң сиясәтни монопул қилиш оюни вә ғәзәплиниш хумарини қаратмилиқ шәкилдә чиқириш усули” икән.