Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай гүлшән аббас билән әкбәр әсәтни қоюп беришкә чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.12

Америка ташқи ишла министирлиқи 11-январ күни “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар һәрикити” ниң бир йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур сиясий мәһбуслиридин гүлшән аббас, әкбәр әсәт қатарлиқларни қоюп беришкә чақирған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң қәйт қилишичә, нөвәттә дуня миқясида бир милйон киши сиясий мәһбус сүпитидә түрмиләрдә тутуп турулмақтикән. Америка ташқи ишлар министирлиқи 2023-йили 11-январ күни “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар һәрикити” қозғап, һәр қайси әлләрдин хитай түрмисидики уйғур сиясий мәһбуси дохтур гүлшән аббас, “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәтни өз ичигә алған 23 кишини “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар тизимлики” гә киргүзгәниди.

Америка ташқи ишлар министирлиқи 11-январ күни “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар һәрикити” ниң бир йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида, уйғур сиясий мәһбуслиридин гүлшән аббас алаһидә тилға елинған. Баянатта мундақ дейилгән: “пенсийәгә чиққан, уйғур миллитидин болған дохтур гүлшән аббасниң саламәтлики яхши болмисиму, давалинишқа еһтияҗлиқ болсиму, лекин хитай хәлқ җумһурийити тәрипидин асассиз әйибләшләр билән 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған”.

Баянатта йәнә, американиң буниңдин бир йил аввал дуняниң һәр қайси җайлиридики наһәқ тутқун қилинған мәһбусларға дуняниң диққитини қозғаш, уларниң кәчмишлирини билиш вә қоюп берилишигә капаләтлик қилиш үчүн “наһәқ тутқун қилинған мәһбуслар һәрикити” ни қозғиғанлиқи билдүрүлүп: “наһәқ тутқун қилинған мәһбуслар һәрикитигә бир йил болған бир пәйттә, биз тилға алған тутқундики җәсур әр вә аялларниң қоюп берилиши, болупму кәң даиридин дуняниң һәр қайси җайлиридики наһәқ қамалған һәр бир шәхсниң қоюп берилишини чақиримиз” дейилгән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу чақириқи б д т кишилик һоқуқ кеңиши 23-январдин башлап хитайниң кишилик һоқуқини қәрәллик көрүп чиқидиған бир пәйттә елан қилинған. Буниң алдида, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети х сәһиписидә чақириқ елан қилип, америка ташқи ишлар министири антони билинкендин “америка пуқралириниң хитайда наһәқ тутқун қилинип түрмидә йетиватқан уруқ-туғқанлирини қутқузуши” ни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.