Америка ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий тор бетидә йәнә уйғурларниң вәзийити тонуштурулди

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң “америка һәмбәһирлики” намлиқ рәсмий тор бетидә 14‏-феврал күни йәнә уйғурларниң һазирқи вәзийити тонуштурулған мақалә елан қилинди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң “америка һәмбәһирлики” намлиқ рәсмий тор бетидә 14‏-феврал күни йәнә уйғурларниң һазирқи вәзийити тонуштурулған мақалә елан қилинди.

Лей хартмән қәләмгә алған мақалидә, уйғур районида мусулманларниң роза тутуши вә һалалға әмәл қилиши мәни қилинип, уларниң диний етиқадини чәкләш адәттики ишқа айланғанлиқи билдүрүлгән. Бу, америка һөкүмитиниң рәсмий торида йеқинқи 2‏-ай ичидә уйғур вәзийитиниң 2‏-қетим тонуштурулушидур.

Бу қетим елан қилинған мақалидә, хитайниң мәзкур районда бәлгилимә чиқирип, әркәкләрниң сақал қоюши, аялларниң һиҗаблинишини чәклигәнлики, мусулманларниң өйлиридики җайнамаз, қуранниң мусадирә қилинип, янфондики диний мәзмунларниң тәкшүрүлгәнлики тәкитләнгән.

Мақалидә йәнә мәзкур районда миңлиған мәсчитниң чеқилғанлиқи яки тақалғанлиқи, бу әһвал хитайниң башқа җайлиридиму йүз беришкә башлиғанлиқи билдүрүлгән.

Мақалидә, бәлгилимигә хилаплиқ қилған вә исламға етиқад қилишни давамлаштурғанларниң йиғивелиш лагерлириға әвәтилгәнлики, хитай даирилириниң 2017‏-йили 4‏-айдин бери 800 миңдин 2 милйонғичә мусулманни лагерларға қамиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Мақалидә йәнә америка ярдәмчи ташқи ишлар министири лавра истонниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп: “кәң көләмлик тутқун қилиш вә юқири техникилиқ тәқибләш арқилиқ шинҗаңдики уйғур, қазақ вә башқа аз санлиқ мусулман милләтләрниң системилиқ бастурулуши хитайда мәдәнийәт инқилабидин кейин йүз бәргән әң еғир кишилик һоқуқ кризисидур” дейилгән.

Мақалидә йәнә хитай һөкүмитиниң кейинки әвладларниң хитай мәдәнийәт, өрп-адәтлиригә әмәл қилишиға капаләтлик қилиш үчүн уйғурларниң мәсчиткә бериши, диний тәрбийә елишини мәни қилип, йеңи туғулған бовақларға диний исим қоюшни чәкләпла қалмай, униң йәнә 16 яштин төвән балиларниң исимлириниму мәҗбурий өзгәрткүзгәнлики билдүрүлгән.

Мақалиниң ахирида америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара диний ишлар баш әлчиси сам бровенбәкниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, “дунядики әң еғир кишилик һоқуқ вәзийити” ниң хитайда йүз бериватқанлиқи тәкитләнгән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org