Америка һөкүмити хитайни уйғур елида мустәқил тәкшүрүшкә йол қоюшқа чақирди

Америка һөкүмити уйғур елидики лагерлар мәсилисидә хитайни давамлиқ тәнқидләшни күчәйтти.

Америка һөкүмити уйғур елидики лагерлар мәсилисидә хитайни давамлиқ тәнқидләшни күчәйтти. 13-Март күни б д т ниң җәнвәдики мәркизидә уйғур елидики лагер мәсилиси бойичә бир йиғин чақирилди. Мәзкур йиғинниң бир алаһидилики бу йиғин америка ташқи ишлар министирлиқиниң саһибханилиқида ечилған.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара җинайи ишлар әдлийә башқармисиниң башлиқи кәллий куррий ханим сөз қилип, хитай һөкүмитини мустәқил тәкшүргүчиләрниң уйғур елидики лагерларни зиярәт қилишиға йол қоюшқа чақириқ қилған. У сөзидә йәнә хитай һөкүмитини уйғур елидики лагер түзүмини аяғлаштуруп, лагерлардики милйонлиған тутқунларни азад қилишни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, келлий куррий ханим сөзи давамида йәнә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитайни қоллап елан қилған баянатини тәнқидләш билән биргә йәнә түркийә һөкүмитиниң лагерлар мәсилисидики позитсийәсини махтиған.

Игилинишичә, мәзкур йиғинда келлий куррий ханим билән биргә йәнә уйғур вәзийитини тәтқиқ қилип келиватқан мутәхәссис адриян зениз вә лагердин қутулуп чиққан шаһит өмәр бекалиму қатнишип сөз қилған.

Тәтқиқатчи адриян зениз пакитлар арқилиқ нөвәттә уйғур елидики лагерларда аз дегәндә бир йерим милйон адәм барлиқини билдүргән вә уни системилиқ һалда елип бериливатқан мәдәнийәт қирғинчилиқи, дәп атиған.

Хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқ билдүрүшигә қаримай мәзкур йиғин давамлашқан вә күчлүк инкас пәйда қилған. Бу йиғинға әнглийә канада вә голландийә қатарлиқ дөләтләрниңму җәнвәдә турушлуқ вәкилләр һәйити қатнишип, хитай һөкүмитиниң райондики сиясәтлиридин әндишилиниватқанлиқини ипадә қилған.

Әнгилийәниң җәнвәдики вәкилләр һәйити тивиттердики рәсмий һесаби арқилиқ әнгилийә һөкүмитиниң хитайниң уйғур елидики сиясәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини тәкитлигән һәмдә хитай һөкүмитини уйғур елида мустәқил тәкшүрүшкә йол қоюшқа чақирған.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң җәнвәдики бир депломати америка башчилиқида елип берилған мәзкур йиғинни “хитайға һуҗум қилишни мәқсәт қилған сиясий йиғин” дегән вә уйғур елида лагер йоқлуқини илгири сүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каңму пәйшәнбә күнидики баянатида хитайниң америка ташқи ишлар министирлиқиниң уйғурлар һәққидики доклатидин қаттиқ нарази болғанлиқини билдүрүп, америкиниң хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқини тәләп қилған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org