Америка дөләт мәҗилиси әзалири трамп һөкүмитини уйғур районидики лагерлар мәсилисигә җиддий арилишишқа чақирди
Бүгүн америка дөләт мәҗилисидики марко рубию, боб мәнәндәз қатарлиқ 24 нәпәр юқури палата вә 19 нәпәр төвән палата әзаси америка ташқий ишлар министери майк помпийо, малийә министери стев мнучин вә сода министири вилбур росларға мәктуб йоллап, уйғур райондики кишилик һоқуқ кризисида җавабкарлиқи бар дәп қаралған чен чүәнго қатарлиқ хитай әмәлдарлирини “магнетиский қануни” бойичә җазалашни йәнә бир қетим тәләп қилди.
-
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019-04-03 -
-
-
Бүгүн америка дөләт мәҗилисидики марко рубию, боб мәнәндәз қатарлиқ 24 нәпәр юқури палата вә 19 нәпәр төвән палата әзаси америка ташқий ишлар министери майк помпийо, малийә министери стев мнучин вә сода министири вилбур росларға мәктуб йоллап, уйғур райондики кишилик һоқуқ кризисида җавабкарлиқи бар дәп қаралған чен чүәнго қатарлиқ хитай әмәлдарлирини “магнетиский қануни” бойичә җазалашни йәнә бир қетим тәләп қилди. Мәктубта муавин прездент майк пәнсниң уйғур вәзийити һәққидә хитайға қаратқан йеқинқи қаттиқ тәнқидлири алқишлиниш билән бирликтә нөвәттики уйғур мәсилисидә пәқәтла хитайни тәқидләп қоюшниң йетәрлик болмайдиғанлиқи, әмәлий һәркәт қоллинишниң лазимлиқи тәкитләнди. Дөләт мәҗлиси әзалири бу мәктубида йәнә һөкүмәттин америка ширкәтлири ичидә хитайниң уйғур районидики бастуруш һәркәтлирини техника үскүнилири билән тәминләватқан вә яки хитайниң шу хил һәркәтләрни садир қиливатқан “дахуаң” қатарлиқ ширкәтлири билән һәмкарлиқиниң бар-йоқлуқини ениқлап чиқишниму қайтдин тәләп қилди. Мәктубниң ахирида муавин ташқий ишлар министири лавро стонниң бултур 12-айда һөкүмәтниң уйғур вәзийити һәққидә қиливатқан ишлири һәққидә бәргән мәлуматлири әслитилип, һөкүмәтниң һазирға қәдәр бу һәқтә ишләнгән барлиқ хизмәтлири һәққидә дөләт мәҗлисигә доклат бериши тәләп қилинди. Тәләпләрниң биридә америка вәтәндиши болған уйғурлар вә американиң йешил картисини алған уйғурларниң йиғивелиш лагерлиридики туғқанлири, җүмлидин әркин асия радийоси уйғур бөлүми мухбирлириниң лагердики аилә-тавабиатлири һәққидә һөкүмәтниң һазирғичә немиләрни қилғанлиқи вә қандақ җавабқа еришкәнлики соралди.