Ню-йорк вақти гезити: “хитай пүткүл бир шәһәрни түрмигә айландурувәткән”
2019.04.04
Бүгүн америкадики нопузлуқ ахбарат органлиридин “ню-йорк вақти гезити” дә мәзкур гезит мухбирлириниң қәшқәрдики нәқ зиярити асасида ишләнгән бир сүрәтлик хәвәр елан қилинди.
“Хитай пүткүл бир шәһәрни түрмигә айландурувәткән” намлиқ бу сүрәтлик хәвәрдә нәқ мәйдандин тартилған фото сүрәтләр вә қисқа син көрүнүшлири арқилиқ уйғурлар учраватқан нөвәттики еғир зулумлар йорутуп берилгән.
Мухбир баянида хитай һөкүмитиниң районда лагерларни тәсис қилип, милйонларчә уйғурларни лагерға қамиғанлиқи, әмма лагер сиртидики уйғурларниңму бир үсти очуқ түрмидә яшайдиғанлиқини әскәрткән. Хәвәрдики көрүнүшләрдә коча-койлар, ашхана вә һәтта мәсчитләргә есилған санақсиз камералар, һесабсиз сақчи вә бихәтәрлик хадимлири шундақла йәнә уйғурларни йолларда тохтитип сорақ қиливатқан, телефонини тәкшүрүватқан көрүнүшләр көрситилгән.
Сүрәтлик хәвәрдә йәнә қәшқәрдә 2016-йили гугул хәритисидин қупқуруқ турған бир парчә йәрдә һазир тәхминән 20 миң адәм патидиған лагер қурулғанлиқини, тутқунларниң қаранчуқсиз қалған балилириниң йетимханиларға йиғивелинидиғанлиқи, қәшқәрдики пәқәт бирла дерилитамға өткән йили 7000 бала қобул қилинғанлиқини баян қилған.
Хәвәрдә йәнә мәктәпләрдики уйғур балилириниң давамлиқ сорақ қилинип туридиғанлиқи, бир бала ата-анисиниң өзигә “қуран” сүрилирини өгәткәнликини муәллимигә ейтип бәргәндин кейин у балиниң ата-анисиниң әтисила ғайиб болғанлиқи баян қилинған.
Мухбир хәвириниң ахирида мана мушуниңға охшаш бир еғиз сөз, өч-адавити бар қолум-қошна яки қорқуп кәткән бир балиниң сөзи сәвәблик нурғун уйғурларниң сақчиниң давамлиқ тәқиб қилишиға яки лагерға қамилишқа мәһкум болидиғанлиқини баян қилған шундақла уйғурлар нөвәттә баштин кәчүрүватқан еғир зулумларни йорутуп бәргән.









