Америкадики бир саяһәт тори хитайни саяһәт қилишта уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ға һәмшерик болуп қалмаслиқни агаһландурди
Америкадики бир даңлиқ бир саяһәт торида 2-апрел елан қилинған бир мақалида, саяһәтчиләр, истибдат дөләтләрни саяһәт қилишта бу дөләтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиши, болупму хитайни саяһәт қилишта униң уйғур ирқий қирғинчилиқиға һәмшерик болуп қалмаслиқии агаһландурулған.
-
Мухбиримиз әркин
2023-04-07 -
-
-
Америкадики бир даңлиқ бир саяһәт торида 2-апрел елан қилинған бир мақалида, саяһәтчиләр, истибдат дөләтләрни саяһәт қилишта бу дөләтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиши, болупму хитайни саяһәт қилишта униң уйғур ирқий қирғинчилиқиға һәмшерик болуп қалмаслиқии агаһландурулған. “саяһәт йоқлимиси” намлиқ тор бәтниң язғучиси ләйси фалз қәләмгә алған мақалида көрситилишичә, нөвәттә башқа дөләтләрни саяһәт қилишта униң елип келидиған тәсирини ойлишишниң вақти икән. Ләйси фалз, саяһәтниң нурғун дөләтләрниң зор кирим мәнбәси икәнлики, хитайдәк дөләтләргә саяһәт қилиш униң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға васитилик төһпә қошқанлиқ болуп қалидиғанлиқини ейтқан.
“саяһәт әхлақий: кишилик һоқуқни еғир хилаплиқ қиливатқан дөләтләрни саяһәт қилишқа боламду” мавзулуқ мақалида, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң хитайдики уйғурлар учриған ирқий қирғинчилиқ вә хитайниң ғәрбидики мусулманлар учраватқан дәпсәндичиликтәк шу дөләтләрниң ичидики кишиләргә қарита елип берилидиғанлиқи, нөвәттә хитайниң 2017-йилдин бери бир милйон 700 миңдин 3 милйонғичә уйғурни түрмә вә җаза лагерлириға қамиғанлиқи тәкитләнгән. Мәзкур мақалә хитайниң шәрқтики өлкә-шәһәрләрдә яшайдиған пуқралирини уйғур илиға қарита кәң көләмдә сиясий характерлик саяһәткә тәшкилләп, уларға “шинҗаң әзәлдин хитайниң парчиси” дегән идийәни сиңдүрүшкә тиришиватқан бир вақитта елан қилинди.
Мәлум болушичә, буниң үчүн хитай һөкүмити зор миқдарда мәбләғ аҗритип, районда нурғун музей вә таң сулалисиниң аталмиш “һәрбий қорғанлири” ни қайта ясап чиққан. Ләйси фалзниң ейтишичә, саяһәтчиләр һошяр болуши, саяһәткә бармақчи болған дөләтлирини яхши тәтқиқ қилиши, әгәр бу дөләттә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилинған болса яки бихәтәрлик мәсилиси мәвҗут болса, у мәнзилгә саяһәт қилишни қайта ойлишиши керәк икән.