Америка дөләт мәҗлис әзалири хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш һәққидә қарар лайиһәсини тонуштурди

Америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған башлиқи майкел маккол вә рәиси җорҗий мейкис ортақ һалда, хитай һөкүмити уйғурларға қарши елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш һәққидә бир қарар лайиһәсини тонуштурған.

Америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған башлиқи майкел маккол вә рәиси җорҗий мейкис ортақ һалда, хитай һөкүмити уйғурларға қарши елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш һәққидә бир қарар лайиһәсини тонуштурған.

Қарарда президент байден бирләшкән дөләтләр тәшкилатини ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси бойичә уйғур елида йүргүзүлүватқан вәһшийликләрни тәкшүрүшкә чақиришқа, б д т бихәтәрлик кеңишидә хитай хәлқ җумһурийитигә қарши көп тәрәплик җаза йүргүзүшкә вә башқа барлиқ амалларни қоллиниш арқилиқ ирқий қирғинчилиқни ахирлаштурушниң йоллирини издәшкә чақирилған.

Майкил маккол баянатида мундақ дегән: “хитай коммунистик партийәси көп йиллардин буян өз пуқралириға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду, улар һәтта уйғурларни ‛яман сүпәтлик өсмә‚ дәп атиди. Бизниң дуняниң һәр қандақ йеридики ирқий қирғинчилиққа қарши туруштәк әхлақий мәҗбурийитимиз бар”.

Җорҗий мейкис болса: “хитайниң уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қобул қилғили болмайдиған һәрикәт. Хәлқара җәмийәт бирликтә орнидин туруп, уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, турмуш усулини өзгәртип тәһдит қилиштәк бу муамилини әйиблиши керәк” дегән.

Юқиридики бу қарар лайиһәси америка дөләт мәҗлис әзалириниң хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш вә уни җазалаш йолида көрсәткән йәнә бир тиришчанлиқи болуп һесаблиниду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org