CECC Байден һөкүмитиниң қамақтики уйғур журналистлири мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшни тәләп қилди
2024.05.03
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети 3-май “хәлқара ахбарат әркинлик күни” дә баянат елан қилип, байден һөкүмитиниң хитай әмәлдарлири билән болған учришишта хоңкоң вә хитай түрмилиридә қамақтики журналистлар, ахбарат хизмәтчилири вә нәшриятчиларни, җүмлидин уйғур журналист, нәшриятчи вә тор актиплиридин әркин турсун, қурбан мамут, илһам тохтиларниң мәсилисини күнтәртипкә қоюшини тәләп қилған.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң қош рәислиридин, авам палата әзаси кристофер симит вә кеңәш палата әзаси җеа меркелейниң намида елан қилинған баянатта, хитайниң “дунядики һәрқандақ дөләттин көп журналистни қамаққа алғанлиқи вә тәшвиқат екиспорти қиливатқанлиқи” билдүрүлгән.
Баянатта мундақ дейилгән: “ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш американиң хитай хәлқ җумһурийити билән болған мунасивәттә муһим амилни тәшкил қилиши керәк. Мустәқил ахбаратчилиқниң кишилик һоқуқни қоғдаш вә униңдин бәһримән болушта интайин муһимлиқиға қәтий ишинимиз…”
Буниң алдида, йәни 2-май күни чеграсиз мухбирлар тәшкилати 2024-йиллиқ “дуня ахбарат әркинлик көрсәткүчи” ни елан қилип, хитайниң йәнила дуня бойичә әң көп мухбирларни түрмигә қамиған дөләт икәнликини елан қилған иди. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети 3-май елан қилған баянатта, байден һөкүмитиниң хитай хәлқ җумһурийити әмәлдарлири билән учрашқан кәлгүси бир қанчә айда, хитай хәлқ җумһурийити вә хоңкоңда наһәқ тутқун қилинған журналистлар, блогчилар, ахбарат хизмәтчилири вә пуқра журналистларни, җүмлидин әркин турсун, қурбан мамут, илһам тохти, шундақла хуаң чи, гуй миңхәй, чен җйерен, җимий ләй, ләй шинде вә башқа нурғун кишиләрниң мәсилини “күнтәртипкә қоюши” ни тәләп қилған.
Баянатта қәйт қилинишичә, “өткән бир йилда, хитайниң ахбарат муһити давамлиқ тарайған, хитай хәлқ җумһурийити нәччә милярд доллар хәҗләп, хәвәр вә учурниң айлинишини сензорлиған, сөз әркинлик һоқуқини қолланған хитай пуқралирини давамлиқ җазалиған.”