Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири уйғурлар мәсилиси бойичә баянат елан қилди
2019.07.05
5-Июл америка дөләт мәҗлиси әзалиридин америка авам палата әзаси җеймис мәкговрен вә америка кеңәш палата әзаси марко рубийо уйғур дияридики юқири техникилиқ тәқиб системиси вә җаза лагерлири үчүн җиддий тәдбир елиниш һәққидә бирләшмә баянат елан қилған.
Марко рубийо вә җеймис мәкговрен баянатида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи вә әркинликигә қарита йүргүзүватқан дәпсәндичиликлириниң уйғур районида әң қәбиһ шәкилдә давам қиливатқанлиқи вә униң узаққа созулған бир бастуруш икәнликини алаһидә тилға алған. Улар йәнә өткән йили апрелда америка һөкүмитигә сунулған бу хилдики инсанийәткә қарши җинайәтни қиливатқан хитай әмәлдарлар үчүн җаза қоллиниш һәққидики тәклипиниң инкассиз қалғанлиқини ейтип өткән.
Баянатта йәнә 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” қисқиғинә тонуштурулғандин кейин, америка һөкүмитигә уйғурлар мәсилисигә қарита әхлақий мәҗбурийәтлирини ада қилиши лазимлиқи вә хәлқара җәмийәтниңму бу мәсилигә чоқум инкас билдүрүши керәклики һәққидә чақириқ қилинған.
Йеқиндин буян америка һөкүмитидики нопузлуқ әрбаблар уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә.









