Американиң җәнубий корейәдә турушлуқ баш әлчиси хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини тәнқидлигән

Мухбиримиз әркин
2019.09.06

Малдивес араллирида өткүзүлгән бир хәлқара йиғинда уйғур мәсилиси, хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” пилани вә җәнубий деңиз мәсилиси америка дипломати билән хитай дипломати оттурисида муназиригә сәвәб болған. Йиғинда американиң җәнубий корейәдики баш әлчиси харий харис хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини, униң “бир бәлвағ, бир йол” пилани вә җәнубий деңиздики кеңәймичиликини тәнқидлигән. Һиндистандики “асия хәлқара хәвәрләр агентлиқиниң билдүрүшичә, баш әлчи харисниң сөзи йиғинға қатнишиватқан хитай дипломати вей хоңтйәнниң инкасини қозғиған болуп, у хитай һөкүмитиниң юқириқи мәсилиләрдики мәйданини ақлашқа мәҗбур болған. Хитай һөкүмити уйғур районида 2 милйондәк мусулман қамалған йиғивелиш лагерлирини “террорлуқ” вә “радикаллиққа” қарши “кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлири” дәп ақлап кәлмәктә.

“асия хәлқара хәвәрләр агентлиқи” ниң ашкарилишичә, икки дипломатниң талаш-тартиши 4‏‏-сентәбир күни өткүзүлгән “һинди окян йиғини” да йүз бәргән. Йиғинда баш әлчи харий харис уйғур мәсилисини тилға елип, хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси, униң “бир бәлвағ, бир йол” пилани һәм җәнубий деңиздики кеңәймичиликини тәнқидлигән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, у хитай һөкүмитиниң әнглийәгә хоңкоң мәсилисидә бәргән сөзидә вә дуня сода тәшкилатиға бәргән кишилик һоқуқ вәдилиридә турмиғанлиқини тәкитләп: “мана бу, бизниң һинди-тинч окянда маневир күчи вә һөкүмдарлиқ асасидики ташқи сиясәтни ениқ рәт қилип, униң орниға өзара һөрмәт, тәң баравәрлик вә адил алмаштурушни тәкитлишимиздики сәвәбтур. Сиз бу қиммәт өлчиминиң тәрк етиливатқанлиқи, хитайниң уйғур мусулманлириға, хитайниң ғәрбидики өз пуқралириға қандақ муамилә қиливатқанлиқини көрүватимиз” дегән. Хәвәрдә, хитай дипломатиниң буниңға немә, дәп җаваб бәргәнлики чүшәндүрүлмигән. Лекин америка дипломатиниң җәнубий деңиз һәққидики сөзлиригә “хитайниң җәнубий деңизда талаш-тартишсиз игилик һоқуқи барлиқи” ни тәкитлигән. Баш әлчи харис: “биз җәнубий деңизниң мутләқ көп қисминиң хәлқара деңиз икәнликигә ишинимиз. Хитайниң җәнубий деңизниң оттурисиға қумдин сәддичин сепили ясиши қанунсиз” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.