Америка ташқий ишлар министирлиқи уйғурлар мәсилиси һәққидә бир қисқа филим тарқитип хитайни әйиблиди

Мухбиримиз ирадә
2019.11.01

Америка ташқий ишлар министирлиқи уйғур мәсилисидә хитайға қаратқан тәнқидлирини қаттиқ күчәйтмәктә.

Америка ташқий ишлар министирлиқи 1-ноябир күни уйғурларға қилиниватқан зулум вә лагер түзүми тонуштурулған қисқа филимни өзиниң тивиттер вә фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқулардики рәсмий һесаби арқилиқ тарқатти. 

Юқириқи бу қисқа филимдә хитай һөкүмитиниң бир милйондин ошуқ уйғурни “қайта тәрбийә” намида лагерларға қамап, уларни роһий вә җисманий җәһәттин искәнҗигә еливатқанлиқи һәққидә ишәнчлик доклатлар барлиқи баян қилинған вә буниңға мунасивәтлик көрүнүшләр берилгән. Қисқа филимдә йәнә америка ташқий ишлар министири майк помпейо “биз хитай һөкүмитини өз асасий қанунлириға әмәл қилип, пуқралириниң әң негизлик һоқоқлириға һөрмәт қилишқа чақиримиз,” дегән. 

Арқидин йәнә америка ташқий ишлар министирлиқи йәнә тивиттер арқилиқ хитай һәққидә бир баянат елан қилди. Униңда төвәндикидәк сөзләр йәр алған: “хитай компартийәси елишиш вә хәлқарани контрол астиға елишқила мәркәзләшкән бир маркист вә лененчи партийә”. 

Ташқий ишлар министирлиқи йәнә тивиттер йолланмисида “хитай һөкүмити өз пуқралириниң әң асасий һоқуқлирини рәт қилмақта. Биз буниң мисаллирини улар вәдисигә әмәл қилишқа тегишлик болған хоңкоңда көрүватимиз вә шундақла еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүргүзүлүватқан шинҗаңда көрүватимиз,” дегән. 

Майк помпейо 03-өктәбир күни “худсон иниститути” да мәхсус хитай һәққидә муһим нотуқ сөзлигән иди. У шу күндики нутуқида: “хитай дуняни контрол астиға елиш үчүн һәрикәт қиливатиду. Биз буниңға чоқум тақабил турушимиз керәк,” дегән.

Америка ташқий ишлар минситирлиқиниң юқириқи баянлири американиң хитайға қаратқан сиясәтлиридики зор өзгириштин дерәк беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.