«Шәрқий түркистан ислам һәрикити» американиң «террорлуқ тәшкилат тизимлики» дин чиқириветилди

Америка һөкүмити «шәрқий түркистан ислам һәрикити» намлиқ тәшкилатниң американиң «террорлуқ тәшкилатлар тизимлики» дин чиқирилғанлиқини җакарлиди.
Америка һөкүмитиниң «дөләт архипи тор бети» дә 5-ноябир күни елан қилинған һөҗҗәткә қариғанда, юқириқи қарар америка ташқий ишлар министири майк помпейониң имзаси билән 20-өктәбир күни елан қилинған. Һөҗҗәттә майк помпейониң «. . . . Мән ETIM дәп атилидиған ‹шәрқий түркистан ислам һәрикити' ниң «терорлуқ тәшкилати» дәп атилишини бикар қилдим. Бу қарар америка федератсийә тизимликидә елан қилиниду,» дегән йолйоруқи орун алған.
Америка 2001-йили 11-синтәбир күни терролуқ һуҗумиға учриғандин кейин хәлқаралиқ терролуққа қарши туруш һәрикити бойичә өзини «терорлуқниң қурбани» дәвалған хитай һөкүмити тәминлигән мәлуматлар асасида «шәрқий түркистан ислам һәрикити» тәшкилатини «террорчи тәшкилат» дәп елан қилған иди.
Бүгүн бу қарарниң бикар қилиниши муһаҗирәттики уйғурлар арисида зор инкас қозғиди. Улар буни хитай һөкүмитиниң «террорлуққа қарши туруш» намида уйғурларни бастуруш билән шуғуллиниватқанлиқиниң нөвәттә барғансери көп саһәгә вә кишиләргә мәлум болуватқанлиқиниң нәтиҗиси, дәп баһалиди.