Американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитайни ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа чақирған
2022.12.14
Йеқинда американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси никулас бурнс (Nicholas Burns) “10-дикабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән баянат елан қилип, хитайни уйғур районида давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа чақирған.
У бу баянатида мундақ дегән: “74 йил бурунқи бүгүнки күндә бирләшкән дөләтләр тәшкилати “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилғаниди. Бу хитабнамә һәр йил мушу күндә дөләт ичи вә сиртидики кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә уни илгири сүрүш мәсулийитимизни әслитиду. Америка хитай хәлқ җумһурийитиниң бу хитабнамидә йезилған кишилик һоқуқ вә инсаний әркинлик әһдинамисигә әмәл қилмай келиватқиниға давамлиқ диққәт қилиду. Биз хитай хәлқ җумһурийитини шинҗаңда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини тохтитишқа, дөләт һалқиған бастуруш қилмишлириға хатимә беришкә чақиримиз. Биз хитай пуқралириниң кишилик һоқуқ, диний әркинлик, пикир әркинлики, ахбарат әркинликини қолға кәлтүрүш үчүн елип барған намайишлирини давамлиқ қоллаймиз. Хитай хәлқ җумһурийитиниң‚кишилик һоқуқ хәлқара әһдинамиси‛гә қандақ әмәл қилиш тоғрулуқ қаттиқ ойлинип беқишини, кишилик һоқуқни капаләтләндүридиған һәм өз дөлитиниң мәнпәәтини қоғдайдиған бир усулни тепип чиқишини үмид қилимән”.
Бу баянат американиң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға әсла йол қоймайдиғанлиқини вә уни дипломатик мунасивәтләрниң муһим тәркиви қисми қилидиғанлиқини көрсәткән.
Өткән айда америка президенти җов байден билән хитай рәиси ши җинпиң һиндунезийәдә көрүшкәндә, икки дөләт әмәлдарлириниң учришип диялог қурушиға йол ечип бериш керәкликидә бирликкә кәлгәниди. “японийә хәвәрлири” ториниң 13-дикабир күни хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар миниситири антони билинкин 2023-йил 1-айда хитайни зиярәт қилишниң тәйярлиқини башливәткән болуп, хитай һөкүмитиму уни күтивелишниң конкрет пиланлирини түзүп болған. Антони билинкин хитайни зиярәт қилғанда тәйвән мәсилисидин башқа, кишилк һоқуқ мәсилисиниму тилға елиши мумкин икән.