Уйғур елидики аммиви бәлгиләрдә уйғурчә сөзләр әмәс, хитайчә сөзләр уйғур һәрплиридә йезилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.21

Йеқинда иҗтимаий алақә тори X тики сәһиписигә “хитай бизниң дүшминимиз әмәс” дәп шоар йезивалған киристи франклин исимлик бири, уйғур елидики аптобус бекитидә тартилған бир парчә сүрәтни чиқирип, хитай һөкүмитиниң уйғур тилини чәкләватқанлиқи һәққидики хәвәрләрниң ялғанлиқини илгири сүргән.

У рәсимдә аптобус бекәтлириниң уйғурчә вә хитайчә тилда йезилғанлиқини көрситип туруп, “мана бу уйғур йезиқи. Уйғурларға мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериливатиду, дегәнләр биз ғәрбликләргә аңлитиливатқан бир ялғанчилиқ” дәп язған.

Америкадики уйғуршунас, индияна иштатидики роз-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимосий грос буниңға инкас йезип, рәсимдики сөзләрниң уйғурчә әмәс, бәлки хитайчә сөзләрниң уйғурчә йезилиши икәнликини билдүргән. У рәсимдики “дасәйго” яки “җуңхе” дегәндәк бекәт исимлириниң уйғур тили луғитидә йоқ сөзләр икәнликини әскәрткән вә: “хитай һөкүмитиниң уйғур тилиға қарши елип бериватқан сиясити бир парчә рәсим билән испатлиналмиғудәк дәриҗидә мурәккәп. Уйғур тилиниң мәктәпләрдә маарип тили болуштин қалдурулуши униң кәлгүсидики мәвҗутлуқиға зор хәвп елип келиду” дәп язған.

2017-Йилдин буян, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити билән мас қәдәмдә йолға қоюлған “җуңхуа мәдәнийити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” вә “мәдәнийәт билән озуқландуруш” дәп нам берилгән мәдәнийәт ассимилятсийәси түпәйлидин, хитай тилидики нурғун сөз-аталғуларниң уйғурларниң күндилик турмушиға сиңип кирип, уйғур еғиз тилиниң сөзлүкидә мәлум өзгиришләр вә әбҗәшлишиш пәйда қиливатқанлиқи диққәт қозғаватқан мәсилә болуп қалғаниди.

Муһаҗирәттә яшаватқан уйғур тили мутәхәссиси абдувәли аюп қатарлиқлар уйғур елидики һөкүмәт таратқулирида ишлитиливатқан уйғурчиниң уйғур тили әмәс, бәлки хитайниң тәрҗимә вә тәшвиқат тили икәнликини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.