Ақсу вилайити оттура - башланғуч мәктәпгә пүткүл хитай миқясидин 903 нәпәр оқутқучи сәплимәкчи болған
2023.05.29
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики маарипни хитайчилаштуруш сиясити давамлиқ түрдә хитай тиллиқ яки хитайчиси яхши оқутқучиларни толуқлаш еһтияҗини пәйда қилған.
“биңтуән хәвәрлири” тори йеқинда чиқарған бир уқтурушта, ақсу вилайитидики оттура, башланғуч мәктәпләргә пүткүл хитай миқясидин бир қетимдила 903 нәпәр оқутқучи қобул қилинидиғанлиқи билдүрүлгән.
Бу оқутқучиларни қобул қилиш шәртлири ичидә “сиясий еңи юқири болуш, 35 яштин төвән болуш, хитайчиси өлчәмлик вә юқири сәвийәдә болуш” дегәндәк тәләпләр қоюлған болуп, һәрбий сәптин чекингәнләргә яш җәһәттә етивар берилидиғанлиқи әскәртилгән; шундақла бу хизмәткә илтимас қилғучиларниң һечқандақ сиясий җинайәт өткүзмигән вә мәмурий җазаға учримиған болуши тәләп қилинған.
Хәвәрдики учурларға көрә, бу шәртләргә чүшидиғанлар асасән хитайлар, болупму ичкий өлкиләрдин түркүмләп келиватқан хитай яшлири икәнлики мәлум.
Хитай һөкүмити 2016-йил 9-айдин башлап уйғур тилини маарип саһәсидә чәклигән болуп, оттура вә башланғуч мәктәпләрдики уйғур оқутқучилар маарип сепидин қоғланған, бәзилири түрмә-лагер мәһбуслириға, бәзилири арқа сәп ишчилириға айландурулғандин кейин, хитай оқутқучилири һәр йил көпләп қобул қилинидиған әһвал шәкилләнгән. Көзәткүчиләр, ақсу вилайитиниң бир қетимдила 900 нәпәрдин артуқ оқутқучи қобул қилмақчи болғанлиқи, уйғур райониниң 2016-йилидин буян қуруғдилинип қалған маарип саһәсидики бу бошлуқни толдурушни мәқсәт қилған болуши мумкин, дәп қаримақта.
Америкада турушлуқ туңган анализчи ма җү әпәнди радийомизға қилған сөзидә, уйғур районида миллий маарипниң йоқиливатқанлиқини билдүрүп: “2017-йил ирқий қирғинчилиқ башланғанда хитай алди билән илим-маарип, мәдәнийәт саһәсидики сәрхилларни йоқатти; униңдин кейин уйғурларниң тили вә мәдәнийитини йоқитишқа башлиди” дегәниди.