Ақсу вилайитиниң пахта мәһсулатлири ишләпчиқирилидиған мәҗбурий әмгәк базисиға айландурулғанлиқи мәлум болмақта
2021.01.15
Америка һөкүмити уйғур елини мәнбә қилған һәрқандақ пахта мәһсулати мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болғанлиқи үчүн уларниң америка базириға киришини омумйүзлүк чәклигәниди. Шундақ бир пәйттә ақсу ахбарат торида елан қилинған бир хәвәр американиң қарариниң асаси барлиқини йәнә бир қетим испатлиди.
Хәвәрдә йәнә мунулар дейилгән: “. . . Һазир пүтүн вилайәттә 4 милйон 590 миң урчуқлуқ йип егириш, 120 миң метир рәхт тоқуш көлими шәкиллинип, тоқумичилиқ, кийим ـ кечәк ишләпчиқириш бойичә пүтүн кәсип зәнҗири асасән шәкилләнди. Һазирғичә, вилайитимиздә әнгә елинған тоқумичилиқ, кийим ـ кечәк карханисидин 481 и бар болуп, буниң ичидә: йип егириш карханиси 66, рәхт тоқуш карханиси 28, гүл бесиш ـ бояш карханиси бир, аилә тоқумичилиқ, кийим ـ кечәк карханиси 189, башқа түрдики карханилар 197”.
Анализчилар юқиридики санлиқ мәлуматларниң ақсу вилайитиниң мәҗбурий әмгәк асасидики пахта мәһсулатлири ишләпчиқириш базисиға айландурулғанлиқи билән бағлинишлиқ учур икәнликини оттуриға қоймақта. Хәвәрдә йәнә, ақсу ават наһийәсиниң бәшериқ базирида “пахта тоқумичилиқ, ясимичилиқ кәсип бағчиси” ечилған пәқәт бир завуттила йилиға 90 милйон йүәнлик илмә тоқулма, кийим ـ кечәк қатарлиқ мәһсулатлар ишләпчиқиридиғанлиқи вә 300 дин артуқ адәмни ишқа орунлаштурғили болидиғанлиқи баян қилинған.
Хитайдики пахта вә пахта мәһсулатлири саһәсиниң уйғурларниң мәҗбурий әмгики әң көп қоллиниливатқан саһә икәнлики тәтқиқатчилар тәрипидин полаттәк пакитлар билән испатланғаниди. Радийомиз һәтта ақсудики хуафу тоқумичилиқ фабрикисиниң 20 миңдин артуқ лагер тутқунини ишқа селиватқанлиқини дәлилләп чиққан.
Уйғурларниң кәң көләмдә қул әмгәкчилиригә айландурулуши күчлүк диққәт қозғаватқан бир мәсилә болуп, америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр бу һәқтә кәскин тәдбирләрни қолланмақта. 13-январдин башлап американиң 328 кириш еғизиниң һәммисидә уйғур мәҗбурий әмгики асасидики пахта мәһсулатлири вә пәмидур мәһсулатлириға қарита тутуп қелиш буйруқи елан қилинди.









