“ақсу хәвәр тори” : бай наһийәсидә 10 аилә бирлишип өгиниш қилиш түзүми йолға қоюлди
2019.03.07
“ақсу хәвәр тори” да ашкарилинишичә, ақсуниң бай наһийәсидә 10 аилә бирлишип өгиниш қилиш түзүми йолға қоюлған.
Бу әһвал мәзкур наһийәниң бай базирида 25-феврал күни қанун саватлиридин зеһин синаш мусабиқиси өткүзүлгәнлики һәққидики хәвәрдә тилға елинған. Мутәхәссисләр 10 аилини бир-биригә мәсул қилип башқуруш түзүминиң уйғур райони ишғалийәткә учриған дәсләпки йиллардила иҗра қилинғанлиқи, кейинки йилларда бу тәдбирниң шәкли вә нами өзгәргән болсиму, әмма иҗраати вә маһийитиниң өзгәрмигәнликини илгири сүргән иди.
Бирқанчә йилниң алдида бай наһийәсидики бир хизмәт гурупписида вәзипә өтигән, нөвәттә вашингитонда яшаватқан уйғур зиялийси мәмәт сулайман әпәнди байдики мәзкур 10 аилә бирлишип өгиниш қилиш түзүминиң өзи вәзипә өтигән мәзгилләрдиму барлиқини, бу түзүмдики мәқсәтниң қанун өгитиш әмәс, бәлки аһалиләрни бир-биригә пайлақчилиққа селиш вә күндилик паалийитини толуқ контрол қилиш икәнликини оттуриға қойди.
“ақсу хәвәр тори” да бу түзүмниң қачандин бери йолға қоюлғанлиқи баян қилинмиған, пәқәт бай наһийәсидә қиш мәзгилидә қанун түзүм өгинишниң юқири пәллигә чиққанлиқи әскәртилгән.
Илгири игилигән хәвәрлиримиздә уйғур районида милйонлиған кишиләрниң йиғивелиш лагерлирида аталмиш “өгиниш” қиливатқанлиқи, лагер сиртидики аһалиләрниң әтигини келип кәчтә қайтидиған очуқ лагерларда меңә ююш өгинишлиригә мәҗбурий қатнаштурулуватқанлиқи дәлилләнгән иди.









