Арфийә: “уйғур районида дәвримиздики әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватиду”

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.22

Бу йил 4-айниң 24-күни японийә парламентиниң әзалиқиға сайланған арфийә бир қанчә күн аввал “дәвр” журнилиниң зияритини қобул қилип, уйғур районида әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватқанлиқини билдүргән.

“дәвр” журнили торида елан қилинған мақалидә ейтилишичә, арфийә һазирқи японийә баш вәзири фумийо кишида (Fumio Kishida) ниң һәрбий җәһәттә күчлүк дөләт болуш сияситини қоллайдикән; буниң сәвәби, арфийәниң уйғурлар—йәни һазир хитайда әң қаттиқ езиливатқан хәлқниң пәрзәнти болғанлиқидин икән.

Мухбир униңдин: “сиз бир уйғур болуш сүпитиңиз билән, японийә уйғурларға техиму көп ярдәм қилиши, японийәдики көчмәнләр вә панаһлиқ тилигүчиләр үчүн техиму көп иш қилип бериши керәк дәп қарамсиз? ” дәп сориғанда, арфийә җаваб берип: “мән узундин буян кишилик һоқуқ хизмити билән шуғуллинип кәлдим, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишниң дәриҗиси болмайду. Очуқини ейтқанда, уйғур районида һазир бу дәврдики әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватиду дәп қараймән. Хәлқара җәмийәт үчүн буниңға қандақ инкас қайтуруш зор бир синақ” дегән, һәмдә японийәниң гәрчә панаһлиқ тилигүчиләрни көпләп қобул қилалайдиған дөләт болмисиму, кишилик һоқуқни қоғдашқа техиму лайиқлашқан дөләт болалайдиғанлиқини вә буниң үчүн тиришидиғанлиқини билдүргән.

Арфийә йеқинда “аксйос” (Axios) ториниң зияритини қобул қилғанда, гәрчә уйғурларниң һазир ирқий қирғинчилиқниң қурбани болуватқан бир милләт болсиму, башқа милләтләргә охшаш қәд көтүрүп гүллинишкә лайиқ бир хәлқ икәнликини һәмдә буни өз хизмити арқилиқ намаян қилип беришни үмид қилидиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.