Хитай лопнурниң қияққудуқ харабилиқидин тепилған 800 парчидин артуқ һөҗҗәт вә пүтүкни “таң сулалисиниң” дәп елан қилған

Мухбиримиз әркин
2022.04.01

Хитай һөкүмити уйғурларниң мәдәнийити, тарихи вә кимликини рәт қилип, уйғур елини “әзәлдин хитайниң парчиси” дәп тәкитләш билән бир вақитта йәнә, бу қаришини аталмиш “тарихий һөҗҗәтләр” билән испатлашқиму урунмақта.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт ядикарлиқлири археологийә тәтқиқат орни” лопнур наһийәсиниң қияққудуқ тура харабисидин қезивелинғанлиқи илгири сүрүлгән 800 парчидин артуқ һөҗҗәт, алақә вә яғач пүтүкләрни “таң сулалисиниң бу райондики һәрбий қорғанлириға аит матеряллар” дәп елан қилған.

Хитай археогийә даирилириниң ейтишичә, бу һөҗҗәт вә пүтүкләр “хитайниң таң дәвридики һәрбий базилириниң мудапийә системисини язма хатириләр билән тәминләпла қалмай, техиму муһими таң сулалиси дәвридики чегра қорғанлириниң турмушини чүшүнишни биринчи қол материял билән тәминләйдикән.”

Һалбуки, хитай даирилири бу һөҗҗәт вә яғач пүтүкләрниң қайсий тилда йезилғанлиқи, немигә асасән бу харабилиқ вә униңдин қезивелинған һөҗҗәт, пүтүкләрни “таң сулалисиниң һәрбий қорғанлириға аит” дәп бекиткәнликини тилға алмиған.

Хитай һөкүмити бурундин тартип хитайдики хән вә таң сулалириниң уйғур районда тутуқ мәһкимиси қуруп башқурғанлиқини қәйт қилип кәлгән болсиму, бирақ буниңға һечқандақ маддий пакит тапалмиған. 2017-Йили башланған чоң тутқундин башлап бу қарашқа қошулмайдиған яки униңға гуман билән қарайдиған уйғур тәтқиқатчиларни вә адәттики уйғурларни “бөлгүнчи” дегән қалпақ билән лагер вә түрмиләргә қамап, қамаққа һөкүм қилған вә яки уларға қарита омумиййүзлүк меңә ююш елип барған иди. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридә ейтилишичә, бу һөҗҗәт, пүтүкләрниң ичидә “тартуқлаш һөҗҗити, һесабат талуни, шәхсий хәт-чәк, китабларниң рәсимлик бети, әдибий әсәрләр қатарлиқ нурғун һөҗҗәтләр” бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.