Шәрқий-җәнубий асия дөләтләр бирлики уйғурлар йолуқуватқан зулумға қарши актип һәрикәткә өтүшкә чақирилди
“бүгүнки шәрқий-җәнубий асия дөләтлири” намлиқ тор журнилиниң тәһрири оливер вард тәрипидин мәхсус уйғурлар һәққидә бир парчә кәң көләмлик мақалә елан қилинди.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-01-10 -
-
-
10-январ күни “бүгүнки шәрқий-җәнубий асия дөләтлири” намлиқ тор журнилиниң тәһрири оливер вард тәрипидин мәхсус уйғурлар һәққидә бир парчә кәң көләмлик мақалә елан қилинди.
Мәзкур мақалидә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, америка җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робиртс, вашингтон штатлиқ университетиниң антропологийә тәтқиқатчиси дәррин байлир қатарлиқлар зиярәт қилиниш арқилиқ уйғурларниң нөвәттики вәзийити, шәрқий-җәнубий асия дөләтлириниң һазирғичә уйғурларға тутқан муамилиси вә бундин кейин қилишқа тегишлик ишлири һәққидә әтраплиқ мулаһизә йүргүзүлгән.
Аптор мақалисидә та йеқинғичә өз чегралириға қечип кәлгән уйғур мусапирларни хитайға өткүзүп бәргән тайланд, малайшия вә һиндонезийә қатарлиқ дөләтләрниң 2018-йиллириниң ахириға кәлгәндә позитсийисини өзгәрткән болсиму, әмди уйғурларниң һәрқандақ бир амал билән хитайдин чиқип кетиши мумкин болмиған бир шараитта буниң әһмийити йоқлуқини баян қилған. Шуңа у бу дөләтләрниң әмди дипломатик козурлирини ишқа селиш арқилиқ уйғурлар учраватқан зулумни йәңгиллитиш үчүн паал һәрикәткә өтүши керәкликини билдүргән.
Апторниң қаришичә, шәрқий-җәнубий асия дөләтлири өзиниң хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң җан томури болуштәк алаһидиликини қоллиниши керәк икән. Хитай бу дөләтләргә мәбләғ салғандила андин көзлигән йеңи базарлириға еришәләйдиған болғачқа малайшияға охшаш хитайниң мәблиғидин хаватирлинип турған дөләтләр әгәр уйғурларниң һоқуқи мәсилисини хитай мәблиғигә шәрт қилип қошса, бу уйғурларниң вәзийитидә бәлгилик өзгириш пәйда қилалайдикән.
Аптор шәрқий җәнубий асия дөләтлирини бирләшкән дөләтләр тәшкилатидиму ортақ аваз чиқирип, хитайниң зулумиға қарши тәдбир елиш үчүн йол ечиши керәкликини әскәрткән.