Америка авам палатасиниң муавин рәиси кевин маккартий америка ширкәтлирини уйғур мәҗбурий әмгикидин узақ турушқа чақирди
Хитайниң уйғурларға қаритиватқан мәҗбурий әмгикини аяқлаштуруш вә америка ширкәтлириниң бу мәҗбурий әмгәктин пайда елишиниң алдини елиш үчүн актип һәрикәт қилип келиватқан америка авам палатасиниң җумһурийәтчи муавин рәиси кевин маккартий хитайдики мәҗбурий әмгәктин пайда еливатқан америка ширкәтлирини җазалаш үчүн бу һәқтики мунасивәтлик қанунға өзгәртиш киргүзүш лайиһәсини сунған.
-
Мухбиримиз ирадә
2021-06-17 -

16-Июн күни кевин маккартий бу һәқтики баянатида мундақ дегән:
“нурғун мәһсулатларниң хитайда ишләпчиқирилидиғанлиқи сир әмәс, шундақла хитай компартийәсиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәк салидиғанлиқиму сир әмәс. Америкалиқлар әркинлик үчүн күрәш қилғучилар болуш сүпити билән қул әмгикигә көз юмса болмайду.”
У йәнә мундақ дегән: “һечқандақ америка ширкити хитайда яки башқа җайларда мәҗбурий әмгәккә тайинидиған мәһсулат яки мулазимәтләргә четилип қалмаслиқи керәк, биз җумһурийәтчиләр негизлик кишилик һоқуқ синиқидин өтәлмигән бу ширкәтләргә җаза йүргүзүш үчүн һәрикәткә өтүп бу лайиһәни оттуриға қойдуқ.”
Кевин маккартий йәнә американиң хитайда уйғурларға қаритиливатқан мәҗбурий әмгәкни аяқлаштуруш, америка ширкәтлириниң буниңдин мәнпәәтлинишиниң алдини елиш үчүн әмәлий тәдбирләрни қоллиниши керәкликини әскәрткән.