Австралийә хитайға тақабил туруш иқтидарини ашуруш үчүн һәрбий көлимини зорайтидикән

Мухбиримиз ирадә
2022.03.10

Австралийә баш министири скот моррисон вә дөләт мудапиә министири петер дуттон 9-март күни австралийәниң һәрбий көлимини зорайтидиғанлиқини җакарлиған.

“вал-ситрит журнили” ниң хәвиридин қариғанда, австралийә өзиниң муқим армийәсиниң көлимини %30 ашуруп, формилиқ муқим әскирий хадимини 80 миңға йәткүзидикән. Бу американиң иттипақдиши болған австралийәниң һинди-тинч окян районида хитай тәһдити кәскинлишиватқан мәзгилдә өз мудапиәсини күчәйтиш үчүн алған әң йеңи қәдими икән.

Австралийә кәлгүси 20 йилда тәдриҗий елип берилидиған һәрбий селинмидики ешиш арқилиқ австралийәниң деңиз, қуруқлуқ, һава вә тор бихәтәрлики саһәсигә қаритидикән.

Австралийә баш министири скот моррисон ахбарат елан қилиш йиғинида “биз австралийәни қоғдаш үчүн юқири техникилиқ мәшғулатларни қилалайдиған техиму көп әскәр, матрос вә учқучиларға моһтаҗ” дегән.

Дөләт мудапиә министири петер дуттон: “сан вә тәҗрибиниң ешиши бизниң ядро енергийәлик су асти парахоти, парахот, айропилан вә илғар қоралларни тәрәққий қилдурушимизниң капалити. Бу бизниң аләм бошлуқи, учур вә тор саһәсидә уруш қилиш иқтидари шәкилләндүрәләйдиғанлиқимиздин дерәк бериду” дегән.

Бу йил 2-айда австралийә, америка, японийә вә һиндистан қатарлиқ 4 дөләт гуруһи йиғин ечип, һинди-тинч окян районини зораванлиқтин халий қилиш үчүн һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш, җүмлидин хитайниң райондики һәрбий кеңәймичилик һәрикәтлиригә тақабил турушни вәдә қилишқаниди.

Әнглийәму австралийә билән түзүлгән келишимниң бир қисми сүпитидә һинди-тинч окянниң бихәтәрликини күчәйтиш үчүн 25 милйон фонд-стерлиң (34 милйон доллар) мәбләғ селишқа вәдә бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.