Хитай “австралийә-хитай иқтисад диалоги” қармиқидики барлиқ паалийәтләрни тохтатқанлиқини җакарлиған
2021.05.06
6-Май пәйшәнбә күни хитай һөкүмити австралийә-хитай истратегийә иқтисад диалоги қармиқидики барлиқ паалийәтләрни “муддәтсиз” тохтатқанлиқини җакарлиған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети баянатида “йеқинда австиралийә һөкүмитиниң бир қисим әмәлдарлири соғуқ мунасивәтләр уруши идийәси вә идийәви кәмситиш сәвәбидин хитай билән австиралийә оттурисидики нормал алмаштуруш вә һәмкарлиқни қалаймиқанлаштуруш үчүн бир қатар тәдбирләрни йолға қойди,” дегән.
Мәзкур баянатта бу тәдбирләрниң конкирет немиликини ениқ тилға алмиған. Бирақ йеқинда австралийә һөкүмити викторийә шитати түзгән “бир бәлвағ бир йол” һәмкарлиқ келишимини әмәлдин қалдурған иди. Әйни чағда австралийәдики хитай әлчисии буни әйибләп, бу һәрикәтниң икки дөләт мунасивитиниң техиму начарлишишиға сәвәб болидиғанлиқини агаһландурған.
Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин 6-май күнидики ахбарат йиғинида қилған сөзидә хитайниң бу һәрикитини австралийәгә қайтурулған “зөрүр вә қанунлуқ инкас вә австралийә толуқ мәсулийәтни үстигә елиши керәк,” дегән.
Австиралийә сода министири дан техан болса хитай тәрәпниң қарариниң кишини үмидсизләндүриғанлиқини билдүрүп: “әслидә бу иқтисадий сөһбәт икки тәрәп арисидики мәсилиләрни һәл қилидиған мунбәр иди,” дегән.
2018-Йили авистиралийә тунҗи болуп хуавейниң 5G торини ашкара чәклигән иди. Авистиралийә йәнә өткән йили корона вируси юқуминиң келип чиқишини мустәқил тәкшүрүшни тәләп қилғанлиқи үчүн хитай қаттиқ нарази болуп, австралийәгә өч елиш характерлиқ бир қисим сода чәклимилирини елан қилған. Икки дөләт мунасивәтлири шундин бери изчил җиддий һаләттә турмақта.